Хитай тор бәтлиридә мусулманларға қилиниватқан һуҗум хәлқара мәтбуатларниң диққитини қозғиди

Мухбиримиз ирадә
2016.09.15

Хитайдики бир қисим тор бәтләрдә очуқ-ашкара һалда мусулманларға қарши қилиниватқан һақарәт характеридики муназириләр чәтәл ахбаратлириниң диққитини қозғиди.

Бу һәқтә “дипломат” журнили вә әнглийә “екиспрес” гезитиниң хәвәрлиридин қариғанда, хитайниң рәсмий хәвәр агентлиқлири вә дөләт телевизийисидә мусулманлар һәққидә бериливатқан интайин еһтиятчан хәвәрләрниң әксичә, хитайдики әркин муназирә тор бәтлиридә мусулманларға болған зор өчмәнликни көрүвелиш мумкин икән.

“екиспрес” гезити бу һәқтики хәвиридә “хитайда яшаватқан 20 милйон мусулман аһалиси хитай һөкүмитиниң дини бесим сиясити билән интернеттики тор җамаитиниң өчмәнлики арисида қалди” дәп язған. Улар шундақла хитай тор қолланғучилириниң дуня дөләтлири йүзлиниватқан мусапирлар кризисиға тутуватқан мәсхирилик позитсийисигиму диққәт қилған.

Хәвәрдә ейтилишичә, хитай тордашлар бирдәк явропа дөләтлириниң сүрийәлик панаһланғучиларни қобул қиливатқанлиқини қаттиқ мәсхирә қилған. Болупму, өткән йил ичидә бир милйондин ошуқ мусапир қобул қилған вә давамлиқ қобул қилишни қарар қилған германийә баш министири ангела меркел күчлүк мәсхирә обйекти болған.

Улар бу һәқтики мулаһизилиридә “пүткүл явропа дөләтлири бир қанчә йил ичидә мусулман дөлитигә айлинип кетиду” дегән, бәзиләр һәтта “пүтүн мусулман мусапирлар явропаға кетип, болса техиму җиқ террор һуҗуми қилсун” дегәндәк сөзләрму қилған.

Интернет торида йәнә хитай тордашларниң мусулманларни“йешиллар”, “йешил рәңликләр” дегәндәк ибариләр арқилиқ шәрһләватқанлиқиму мәлум болған.

Хитай пуқралири арисидики мушуниңға охшаш ирқчилиқ хаһиши техи йеқинда әнглийәгә учидиған “җуңго авиатсийиси” гә мунасивәтлик айропиланлардики йолучиларға берилидиған бихәтәрлик көрсәткүчилиридиму өз ипадисини тапқан иди.

Униңда, йолучиларниң лондондики қара тәнликләр, пакистанлиқлар вә һиндистанлиқлардин йирақ турушқа, уларниң мәһәллилиригә йолимаслиққа агаһландурулған иди. Бу хәвәрму хәлқарада күчлүк инкас қозғиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.