Санаәтләшкән 7 дөләт малийә министирлири италийәдә хитайниң “наһәқ” санаәт сияситигә қарши тәдбир елишни музакирә қилиду

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.05.24

Американи өз ичигә алған санаәтләшкән йәттә демократик дөләтниң малийә министирлири 24-май күнидин башлап италийәниң стереса шәһиридә икки күнлүк йиғин башлиған.

Ройтерс агентлиқиниң билдүрүшичә, бу қетимлиқ малийә министирлири йиғининиң күнтәртипидики нуқтилиқ тема, украинаға қәрз пул бериштә вә хитайниң “наһәқ” санаәт ишләпчиқириши сияситигә қарши турушта ортақ бирликсәп шәкилләндүрүшни музакирә қилиш икән. Бу йиғин америка малийә министири җенет йеленниң йеқинда хитайни униң санаәт ешинча мәһсулатлири һәққидә агаһландуруп, дуняниң хитай санаәт ешинча мәһсулатлирини истемал қилип болалмайдиғанлиқи, униң дуня иқтисадиға бузғунчилиқ қилидиғанлиқини кәскин рәвиштә агаһландуруши вә байден һөкүмитиниң өткән һәптә хитай маллириға таможна беҗини көпәйтиш пиланини елан қилишиниң арқисидинла өткүзүлмәктә.

Ройтерс агентлиқиниң билдүрүшичә, америка малийә министири җенет йелен 23-май күни қилған сөзидә, америкиниң санаәтләшкән йәттә дөләт гуруһидики японийә, германийә, фирансийә, әнглийә, канада италийә қатарлиқ иттипақдашлириниң вашингтон билән биргә турушини тәләп қилған. Ғәрб таратқулириниң хәвәрлиридә, хитай билән сода уруши қилиштин сақлиниш зөрүр болсиму, әмма санаәтләшкән йәттә дөләтниң хитайниң “наһәқ сода әмәлийити” гә қарши өзлириниң санаәт мәнпәәтини қоғдишиниң зөрүрлүки қәйт қилинмақта.

Ройтерс агентлиқиниң билдүрүшичә, италийә иқтисад министири гиоргети, явропа иттипақиниң американи өрнәк елип италийә маллириға таможна беҗини өстүрүшиниң пәқәт вақит мәсилиси болуп қалғанлиқини ейтқан. Хәвәрләрдә, малийә министирлириниң украинаға қәрз бериштә русийәниң явропа вә америкадики тоңлитилған мал-мүлкигә закаләт қоюшни музакирә қилиши, америка малийә министири қәрз пулниң 50 милярд доллар әтрапида болуши мумкинликини билдүргән болсиму, әмма қәрз соммисиниң техи бекитилмигәнлики қәйт қилинмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.