Хитай даирилири 2022-йили уйғур елида бир милйондин артуқ әмгәк күчини “намратлиқтин қутқузуш” намида ишқа орунлаштурған

Мухбиримиз әркин
2023.02.27

Уйғур аптоном районлуқ даириләр 2022-йили уйғур елида “намратлиқтин қутқузуш программиси” бойичә бир милйон 80 миң 700 кишини муқим ишқа орунлаштурғанлиқини билдүргән. “тәңритағ тори” ниң хәвиридә дейилишичә, даириләр аталмиш “намратлиқтин қутқузулидиған” әмгәк күчлирини ишқа орунлаштуруш йиллиқ пиланини 100. 43 Пирсәнт орундиған. Хәвәрдә буниң билән “намратлиқтин қутулдурулидиған” әмгәк күчлириниң кирими давамлиқ муқим сүрәттә ешип, киши бешиға тоғра келидиған тапавити 8364 йүәнгә йәткәнлики қәйт қилинған болсиму, лекин бир милйондин ‍артуқ бу әмгәк күчиниң қайси вилайәтләрдин кәлгәнлики, қайси районларда вә қайси саһәләргә орунлаштурулғанлиқи тилған елинмиған.

Хитай һөкүмити 2017-йили уйғурларни кәң көләмлик тутқун қилиш билән бир вақитта, “намратлиқтин қутқузуш” программисини кеңәйтип, нурғун уйғурларни районниң ичи-сиртидики хитай карханилирида ишләшкә йөткигән. Хитай һөкүмити бу программиниң “уйғурларни намратлиқтин қутқузуш” ни мәқсәт қилидиғанлиқини қәйт қилсиму, хәлқара әмгәк тәшкилати өткән йилниң башлирида елан қилған доклатида хитайниң уйғурларға қаратқан дөләт һамийлиқидики “намратлиқтин қутқузуш” программисиниң мәҗбурий әмгәк икәнликини елан қилған иди.

Америкадики комунизим қурбанлири хатирә фондиниң алий тәтқиқатчиси адриян зензниң қаришичә, хитайниң “намратлиқтин қутқузуш” программиси униң уйғур нупусини шалаңлаштуруп, уйғурларни ассимилатсийә қилиш пиланиниң бир парчиси икән.

“тәңритағ тори” ниң ейтишичә, уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт даирилири 27-феврал үрүмчидә мәхсус ахбарат йиғини чақирип, өзлириниң өткән бир йиллиқ “намратлиқтин қутқузуш” программисини иҗра қилиш әһвалидин, шундақла 2023-йили қилидиған бу җәһәттики хизмитиниң муһим нуқлиридин мәлумат бәргән. Бирақ хәвәрдә даириләрниң бу йил аталмиш “намратлиқтин қутулдурулидиған әмгәк күчлири” дин қанчә кишини орунлаштурудиғанлиқи тилға елинмиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.