Америка авам палата рәиси пелоси: “хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичилики җавабкарлиққа тартилиши керәк”

Мухбиримиз әркин
2020.01.29

Америка авам палата рәиси нәнси пелоси 28‏-январ күни авам палатасиниң йиғинида нутуқ сөзләп, хитайниң уйғур қатарлиқ хәлқләрни нишан қилған кишилик һоқуқни дәпсән қилиш қилмишиниң җавабкарлиққа тартилиши керәкликини билдүргән.

Нәнси пелоси шу күни авам палатасиниң 4331‏-номурлуқ “2020-йиллиқ тибәт сиясити вә тибәтни қоллаш қанун лайиһәси” авазға қоюлғанда бу сөзләрни қилған. Мәзкур қанун лайиһиси 28‏-январ 392 авазниң қоллиши билән мақулланған болуп, униңда далай лама өлсә униң избасарини тибәтләрниң өзи сайлаш, униңға қол тиққан хитай әмәлдарлириға ембарго йүргүзүш қатарлиқлар тәләп қилинғаниди. Нәнси пелоси авам палатасида қилған сөзидә мундақ дегән: “америка дөләт мәҗлиси хитайниң кишилик һоқуқни хорлаш җәһәттики нурғун қилмишлирини, җүмлидин униң уйғурларни өз ичигә алған нурғун хәлқләрни нишанға елиштәк әпсуслинарлиқ қилмишлирини җавабкарлиққа тартиши керәк. Буниңда һазир миккол вә рубио әпәндиләрниң ортақ тиришчанлиқи бизниң актип қоллишимизға еришип кәлди. Уйғурлар мәҗбурий қисирлаштуруш, кәң көләмлик тутқун қилиштәк қорқунчлуқ кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә учримақта. Милйонлиған кишиниң тәқиблинишидәк бу әһвал биз сөзләватқан һазирниң өзидә йүз бәрмәктә”.

У, бу сөзләрни дуня таратқулириниң диққити хитайниң вухән шәһиридә тарқалған “корона вируси” ға мәркәзлишип, лагерлар мәсилиси бир аз бесиқип қалғандәк бир әһвалда тәкитлигән. Нәнси пелоси йәнә уйғур аптоном районлуқ партком секретари чен чүәнгони тилға елип: “биз шуниму билимиз, уйғур аптоном райониниң секретари (чен чүәнго) бурун тибәт аптоном райониниң 1-қол мәсули болған. У бәк залим болғачқа аталмиш мәзкур аптоном районға әвәтилип, мукапатланған болди” дегән. Нәнси пелоси “уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһәси” ни қоллап, униң мәзмуниға бәзи күчлүк маддиларни қошушни тәләп қилған сиясийонларниң биридур. Мәзкур қанун лайиһәси өткән йили авам палатасида мақуллинип, кеңәш палатасиға сунулғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.