Непалдики мусулманлар уйғурларни қоллап хитайға қарши намайиш қилған
Непалдики мусулманлар 29-ноябир хитайға қарши намайиш қилип, хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастурғанлиқи, диний етиқадиға бузғунчилиқ қилғанлиқиға наразилиқ билдүргән. “һиндистан вақти гезити” ниң хәвәр қилишичә, намайишичилар хитай һөкүмитиниң уйғур елида миңлиған мәсчидләрни чеқивәткәнликини, хитайниң райондики уйғур мусулманлириға тутқан вәһшиянә муамилисини әйиблигән.
Непалниң покхара шәһридики мусулманлар өткүзгән бу намайишни “калянкари самаҗ” намлиқ мусулманлар тәшкилати уюштурған икән. Намайишниң хитай дөләт мудапийә министири вей феңхе хитай һәрбий зиярәт омикини башлап катмандуға кәлгән күни өткүзүлүши диққәт қозғиди. Мәлум болушичә, гәрчә хитайниң уйғурларни дәпсәндә қилиши непалдики мусулманларниниң наразилиқини қозғап келиватқили хели болған болсиму, лекин юқири дәриҗилик хитай әмәлдари катмандуни зиярәт қилғанда хитайға қарши намайиш өткүзүлүши тунҗи қетим икән.
“хитай ирқий қирғинчилиқни тохтат” дегән лозункиларни көтүргән намайишчилар хитайниң катмандуда турушлуқ әлчиханисиға хәт тапшурған. Улар хетидә хитайниң уйғур елидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини әйибләп, уйғурларға қаритилған диний бастурушни тохтитишни, уларниң роза тутуши, сақал қоюши, аялларниң һиҗаплиниши вә йиғилиш әркинликигә йол қоюлушини тәләп қилған. Мәлум болушичә, мусулманлар непал омумий нупусниң 5 пирсәнини тәшкил қилидикән.









