Үрүмчидики мәктәп вә йәсилиләрдә норо вируси тарқалған
2021.04.20
Хитай таратқулириниң хәвиридин мәлум болушичә, үрүмчидики мәктәп вә йәслиләрдә норо вируси тарқалған болуп, 19-апрел үрүмчи шәһәрлик юқумлуқ кесәлликләрниң алдини елиш вә контрол қилиш мәркизи бу вирустин юқумлиниш әһвалиниң еғирлиқи вә уни тизгинләш һәққидә сигнал бәргән.
Мәлуматларға қариғанда, норо вируси ашқазан-үчәй яллуғи пәйда қилидиған вирусларниң бири болуп, йошурунуш вақти қисқа, өзгириши тез, муһитқа маслишиш иқтидари күчлүк, тарқилиш йоллири һәр хил болидикән. Бу вирусни юқтурувалғанларда көңли елишиш, қорсиқи көпүш, беши ағриш, қиззиш, ашқазинини соғуқ қаплап кетиш, мускуллири ағриш қатарлиқ аламәтләр көрүлидикән. Чоңлар билән балиларниң кесәллик аламитиниң көрүлүши пәрқлиқ болуп, балиларда қусуш, чоңларда ич сүрүш көп көрүлидикән. Бу кесәллик асасән норо вируси билән булғанған йемәк-ичмәктин келидикән, вируслар қол, еғиз, тамақ қачиси арқилиқ юқидикән.
Көзәтчиләрниң қаришичә, хитайдики мәктәп вә йәслиләрдә, болупму хитай һөкүмити көпләп қурған йетимханиларда опчә тамақлиниш әһвали мәвҗут, у йәрдә ишләйдиғанлар бу балиларниң тазилиқиға көңүл бөлмәйду, саламәтлик әһвалиға диққәт қилмайду. Ата-анисидин айрилған балиларниң һали техиму харап, уларниң қандақ тамақлинип, қандақ яшаватқанлиқи, кесәл яки сақлиқи, һәтта һаят яки өлүкликини билгили болмайду.