Америка уйғурлири бирләшмиси норуз паалийити өткүзди

Мухбиримиз үмидвар
2017.03.26


25-Март күни америка уйғурлири бирләшмиси америка пайтәхти вашингтон шәһиридин анчә йирақ әмәс, хериндон шәһәрчисидә уйғур җамаити үчүн 2017-йиллиқ норуз паалийити тәшкиллиди.

Кәч саәт алтидин онғичә давамлашқан мәзкур норуз паалийитигә виргинийә, мәрйланд штатлирида яшайдиған вә башқа җайлардин кәлгән уйғурлардин 200 әтрапида киши иштирак қилған болуп, америка уйғурлири бирләшмиси рәиси илшат һәсән мурасимниң ечилиш сөзини сөзләп, көпчиликниң норузини тәбриклиди.

Паалийәт җәрянида уйғур яш өсмүрлири өзлириниң тәйярлап кәлгән сәнәт номурлирини көрсәтти вә шеирлар декламатсийә қилди. Җамаәт бирликтә вә өмлүктә норуз кәйпиятини юқири көтүрүшти вә өзара норузлуқ яхши тиләклирини билдүрүшти.

Мәлум болушичә, һазир виргинийә, мәрйләнд штатлирида яшайдиған уйғурларниң сани көпийиватқан болуп, уларниң җамаәт паалийәтлиригә болған қизиқиши вә тәләплириму ашмақта икән.

Америка уйғурлири бирләшмиси қурулғандин буян һәр йили норуз паалийәтлиридин башқа йәнә 1933-йили вә 1944-йили 12-ноябир күнлири қурулған шәрқий түркистан җумһурийитини хатириләш мурасимлириниму өткүзүп кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.