Норвегийә истихбарати хитайниң явропадики җасуслуқ паалийити һәққидә агаһландурған

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2024.02.14

Америкиниң “һәптилик хәвәр” (Newsweek) ториниң 13-феврал күнидики хәвиригә асасланғанда, норвегийә һөкүмити бихәтәрлик мәсилиси тоғрисида йиллиқ доклат елан қилип, хитай җасуслириниң явропаниң һәрқайси җайлирида паалийәт елип барғанлиқини алаһидә тилға алған.

Бу доклат скандинавийә дөләт ахбарат оргини тәрипидин 12-феврал күни елан қилинған болуп, униңда көрситилишичә, хитайниң явропадики җасуслуқ паалийити сиясий ахбарат вә санаәт җасуслуқи қатарлиқларни өз ичигә алидикән.

Бу доклат елан қилиштин бир һәптә бурун, шималий атлантик әһди тәшкилатиниң әзаси болған голландийәму хитайниң явропадики җасуслуқ паалийәтлири һәққидә доклат елан қилған. Бу доклатта хитайниң қолидики хаккерларниң өткән йил юмшақ детал йоллаш арқилиқ голландийә һәрбий компютер ториға сиңип киргәнлики оттуриға қоюлған. Алдинқи айда, америка федератсийә тәкшүрүш идариси хитай хаккерлириниң “һалқилиқ ул әслиһә” ни нишан қилғанлиқини вә торни қалаймиқанлаштурувәткәнликини ейтқаниди.

Мәзкур хәвәрдә дейилишичә, америка, канада, австралийә вә йеңи зеландийәниң истихбарат әмәлдарлири хитай җасуслириниң әқли мүлүк һоқуқи оғрилаш қилмишиниң мисли көрүлмигән дәриҗидә күчәйгәнлики һәққидә агаһландурған.

Норвегийә истихбарат оргини елан қилған доклатта: “ғәрб дуняси һазир бултурқиға қариғанда техиму көп бихәтәрлик тәһдитигә дуч кәлди. Буниңда асаслиқ рол ойнаватқан хитай, русийә вә иранниң қоллишидики хамасқа охшаш қораллиқ гуруппилар һазирқи дуня тәртипигә хирис қилмақта” дейилгән.  

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.