Уйғур елидики нуқтилиқ шәһәрләрдә “һава мудапиә сигнали” синақ қилинған
2019.09.19
18-Сентәбир күни уйғур елидики бир қанчә нуқтилиқ шәһәрләрдә аһалиләрниң һава һуҗумидин мудапийә көрүш сигнал системисини синақ қилиш маневири елип берилған.
Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт тәрипидин тарқитилған бу һәқтики уқтурушта “юқириқи һава мудапийә сегнали бериш һәрикитиниң дөләт мудапийә тәрбийәсини күчәйтиш, хәлқ аммисиниң дөләт мудапийәси қаришини өстүрүш үчүн бекитилгәнлики” йезилған.
Хитай һөкүмити уйғур елидә милйонлиған кишиләрни йепиқ тәрбийә лагерлириға қамиғандин кейин, районда йеқинқи икки йилдин буян һечқандақ “террорлуқ” вә “зораванлиқ” вәқәсиниң көрүлмигәнликини илгири сүргән вә буни йепиқ тәрбийә лагерлириниң нәтиҗиси сүпитидә тәшвиқ қилған иди. Әһвал шундақ икән, униң йәнә немә үчүн уруш һалитидә қоллинилидиған һава мудапийә сегналини мәшиқ қилғанлиқи диққәт қозғиди.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит бу һәқтә тохтилип, хитай һөкүмити районда йүргүзүватқан сиясәтлири түпәйли хәлқарада қаттиқ тәнқидкә учраватқан бир пәйттә униң өз сайисидинму чөчүйдиған һаләткә йетип кәлгәнликини, хәлқ тәрипидин сөйүлмигән бир һакимийәтниң мушундақ зораван васитиләргә мураҗиәт қилидиғанлиқини билдүрди.
Дәрвәқә, уйғур елидә йеқинда зиярәттә болған әрәб журналист җарири ханим радийомизға қилған сөзидә уйғур елидики сақчи машинилириниң күндә бир қанчә қетим қәрәллик һалда шәһәр ичидә бикардин-бикар сигнал бериш арқилиқ сүний җиддийчилик яритидиғанлиқини вә буни аталмиш “рәзил күчләрни қорқутуш” нами астида қилидиғанлиқини ейтқан иди.
Мәлум болушичә, һава мудапийә сегнали алдин сигнал вә һава һуҗуми сегнали дегән икки түр бойичә үрүмчи, санҗи, шихәнзә, қарамай, ғулҗа, корла, чөчәк, қумул, турпан, ақсу, қәшқәр, бортала, хотән, атуш вә алтай қатарлиқ җайларда елип берилған.