Паалийәтчи нургул савут: “мән еһтият қилмай туралмаймән”

Мухбиримиз җәвлан
2021.05.17

Йеқиндин бери, хитайниң чәт әлдики уйғурларға, болупму паалийәтчиләргә қаратқан тор һуҗуми күчийип қалған болуп, тор бекәт йочуқлардин пайдиллинип учур оғрилаш, көзгә көрүнгән паалийәтчиләргә тәһдит селиш, уйғурлар үчүн паалийәт қиливатқан тәшкилатлар, һәтта һөкүмәт торлирини паләч һалға чүшүрүп қоюш қатарлиқ бузғунчилиқлар билән шуғулланмақта икән.

“муһапизәтчи” гезитиниң хәвәр қилишичә, австралийәдә паалийәт қиливатқан нургул савут ханим, хитай ойдуруп чиқарған “террорлуқ гумандари” тизимликигә чүшкәнләрдин болуп, 2019-йилдин башлап униң фейсбук һесаби көп қетим тор һуҗумиға учриған. Хитай хаккерлири йәнә нургул ханим тонуйдиған уйғурларниң намини ишлитип уни әйиблигән вә уни бизар қилидиған учурларни йоллиған, һәтта униңға учур оғрилайдиған бузғунчи деталларни әвәткән. Шу сәвәбтин у бир қетим телефон алмаштурған. Бундақ һуҗум давам қиливәргәнлики үчүн, нургул ханим австралийә һөкүмитидин уйғурларниң тор бихәтәрликини қоғдашқа чақириқ қилған.

У һазир наһайити еһтият қиливатқан болуп, елхәтлирини мәхпий номур арқилиқ ачидикән, хитайға аит һәр қандақ юмшақ детални ишләтмәйдикән, фейсбукқиму асасән чиқмайдикән. У мундақ дегән: “мән еһтият қилмай туралмаймән, әгәр бәзиләрдәк диққәтсизлик қилсам, башқиларни балаға тиқип қоюшум мумкин. Биз қериндашлиримизға вичат ишләтмәңлар дәватимиз, бәзилири наһайити әқиллиқ, кона телефониға вичат қачилап ишлитиду. Әмма бәзилири кари йоқ ишлитивериду. Һәммә уйғур чоқум тор бихәтәрликини өгиниши керәк”.

3-Айда фейсбук ториниң бихәтәрлик ишлири мәсули хитайниң аз дегәндә 500 паалийәтчини һуҗум нишани қилғанлиқи, паалйәтчиләр ичидә түркийә, қазақистан, америка, сурийә, австралийә вә канададин торға киридиған уйғурларниң барлиқини доклат қилғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.