Нури түркәл “2021-йиллиқ дунядики тәсири әң күчлүк 50 рәһбәр” тизимликигә киргән

Дуняға мәшһур “форбес” (Forbes) журнили билән тәң орунда туридиған “байлиқ” (Fortune) журнили йеқинда “2021-йиллиқ дунядики тәсири әң күчлүк 50 рәһбәр” тизимликини елан қилған болуп, адвокат вә америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң комиссари нури түркәл бу тизимликкә киргән.

Дуняға мәшһур “форбес” (Forbes) журнили билән тәң орунда туридиған “байлиқ” (Fortune) журнили йеқинда “2021-йиллиқ дунядики тәсири әң күчлүк 50 рәһбәр” тизимликини елан қилған болуп, адвокат вә америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң комиссари нури түркәл бу тизимликкә киргән.

“байлиқ” журнилиниң нури түркәлгә бәргән баһасида мундақ дейилгән: “нури түркәл даңлиқ кишилик һоқуқ қоғдиғучисидур. Униң әң муһим хизмити өзи туғулған диярдики уйғур вә башқа милләтләр учраватқан зулумға мәркәзләшкән. У йәнә уйғур кишилик һоқуқ қурулуши һәйитиниң рәиси. Авам палата рәиси нәнси пелоси өткән йил уни америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң комиссари қилип тәйинлиди. У хитайдики мәҗбурий әмгәк вә йәрлик хәлққә йүргүзүлүватқан мәдәнийәт қирғинчилиқини аяғлаштуруш үчүн америка дөләт мәҗлисиниң хитайдин пахта, тоқумичилиқ мәһсулатлири вә башқа малларни импорт қилмаслиқ һәққидә қарар чиқиришиға түрткә болди. У йәнә күчлүк сәвәбләрни көрситип, америка ширкәтлирини мал тәминләш линийәсини қайта бәрпа қилиш вә хитайдин сода алақисини үзүшкә чақирди”.

Мәлуматларға қариғанда, “байлиқ” журнили һәр йили дуняда тәсири бар чоң шәхсләр, рәһбәрләр, ширкәт лидерлири, һөкүмәт хадимлири, сәһийә вә хәйр-сахавәт орунлирида төһпә яратқанлар, тәнтәрбийә вә сәнәт саһәсидә алаһидә нәтиҗиләрни қолға кәлтүргәнләр, омумән өз даирисидә муһим рол ойнайдиған қабил йетәкчиләр вә үлгилик кишиләрни таллап “дунядики тәсири әң күчлүк 50 рәһбәр” тизимликигә киргүзидикән.

Бу қетимқи тизимликтә йеңи зеландийәниң аял баш министери җәсенда ардерн 1-орунға, нури түркәл 17-орунға, нобел тинчлиқ мукапатиға еришкән малала йүсүпзадә 31-орунға тизилған.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org