Нури түркәл: “америка әмди еғизда әмәс, һәрикәттә өзини көрситиши лазим!”

Йеқинқи йиллардин буян муһаҗирәттики уйғурларниң көп қисми ортақ баштин кәчүрүватқан бир қисмәт уларниң вәтинидики уруқ-туғқанлириниң тутқун қилиниши, шуниңдәк бир қисим кишиләрниң уруқ-туғқанлири хитай һөкүмитиниң чегра һалқиған зулумлириниң қурбани сүпитидә ғәйрий рәсмий шәкилдә “гөрү” гә елиниши болуп кәлмәктә.

Йеқинқи йиллардин буян муһаҗирәттики уйғурларниң көп қисми ортақ баштин кәчүрүватқан бир қисмәт уларниң вәтинидики уруқ-туғқанлириниң тутқун қилиниши, шуниңдәк бир қисим кишиләрниң уруқ-туғқанлири хитай һөкүмитиниң чегра һалқиған зулумлириниң қурбани сүпитидә ғәйрий рәсмий шәкилдә “гөрү” гә елиниши болуп кәлмәктә. Муһаҗирәт һаятидики көп қисим уйғурларға тонушлуқ болған бу хил роһий паҗиә нурий түркәл имзасида 11-апрел күни “һәптилик хәвәрләр” гезитидә тәпсилий шәрһләнди.

Америка хәлқара диний етиқад әркинлики комитетиниң рәиси нури түркәл мақалисидә өз кәчүрмишлиригә бирләштүргән һалда өткән 20 йил мабәйнидә изчил өзини қийнап кәлгән бир қатар роһий бесимларни санап өтиду. Нури түркәлниң өзи униң хитай һөкүмитини җавабкарлиққа тартиш йолидики комиссарлиқ хизмити түпәйлидин хитай һөкүмитиниң җаза елан қилишиға дуч кәлгән болса, униң ата-аниси америка тәвәсидики пәрзәнтлирини вә нәврилирини көрүштин мәһрум қалдурулған. Һәтта 2022-йили апрелда дадиси вапат болғанда нури түркәлгә уйғур елигә берип дәпнә мурасимиға қатнишиш имканиму болмиған. 20 Йиллиқ җудалиқтин кейин аниси билән америка тәвәсидә җәм болушқа шунчә тиришқан болсиму анисиға паспорт берилмигәнликтин бу арзусиму әмәлгә ашмиған. Аниси бу һәқтә хиялән “пәрзәнтлирим билән шунчә йил җуда болғудәк немә гунаһ қилдим? гунаһим нурини бу дуняға елип кәлгиним вә униң аниси болғанлиқимму? әгәр шундақ болидиған болса 20 йил буниңға йәтмәмду?” дәп соал қойсиму буниңға җаваб тепилмиған. Бу ишларға америка һөкүмити тәвәсидики бир қисим юқири дәриҗилик әмәлдарлар арилишип баққан болсиму “я өзи баралмаслиқ, я улар келәлмәслик” тәк мүшкүлатта нәтиҗә чиқмиған.

Нури түркәл мушу ишларни омумлаштуруп “муһаҗирәттики уйғурларниң көп қисми дәл мушу хил роһий паҗиәниң азабини тартмақта. Америка пуқралиқини елип америка һөкүмитиниң юқури дәриҗилик мәмурий әмәлдари болған мениң һалим бу болса миңлиған башқа уйғурниң һали қандақ болмақчиди?” дәп соал қойиду.

Нури түркәлниң қаришичә, америка һөкүмити изчил давам қилдуруп кәлгән “дипломатийә шәклидә арилишиш” тәк ағзаки мәсилә һәл қилиш чариси хитайға ақмайду. Хитай һөкүмити ‍өзлириниң бу җәһәттики қилмишлири үчүн тегишлик җазаға учримиса улар йәнила билгинини қиливериду. Буниң үчүн америка һөкүмити хитай зулумдин қечип чиққан уйғурларни маканлаштуруш вә уларниң һәқиқий бихәтәрликигә кепиллик қилишни алдин ойлишиш билән биргә мушу хилдики роһи паҗиәниң дәрдини тартиватқан уйғурлар мәсилисигә биваситә қол тиқиши, бу җәһәттә техиму көп актип һәрикәтләрни вуҗудқа чиқириши, шу арқилиқ хитай һөкүмитигә күчлүк бир агаһландуруш йоллиши нөвәттики әң муһим чариләрдин һесаблиниду.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org