Ню-йорктики йәһудийлар уйғурларни қоллаш намайиши қилди
Мухбиримиз әзиз
2020.08.31
2020.08.31
30-Авғуст күни бир түркүм йәһудийлар җамаити ню-йорк шәһиридики бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) бинаси алдида намайиш қилип, хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастурушини әйиблиди.
“исраилийә вақти” гезитиниң 31-авғусттики хәвиридә ейтилишичә, уйғурларниң милйонлап лагерларға қамилиши һәмдә роһий вә җисманий җәһәтләрдики қийнақларға учриши уларниң бу қетимқи намайишни тәшкиллишидики асаслиқ сәвәб икән. Улар намайиш җәрянида лагер шаһидлириниң баянлирини үнлүк оқуған һәмдә “әмди қайтиланмайду!” дәп шоар товлиған.
Бу қетимқи намайиш иштиракчилириниң бири ходй немес бу һәқтә сөз қилип “биз бу йәргә ‛әмди бу зулумға қарши уйқумизни ачидиған пәйт кәлди‚ дегән учурни җакарлиғили кәлдуқ. Чүнки биз һелиму көп ухлидуқ” дегән.









