Президент обама рамизанлиқ иптар бәрди
2013.07.26
Америка президенти обама пәйшәнбә күни ақсарайда америкилиқ мусулманларға рамизанлиқ иптар бәрди. Америка президентлириниң һәр йили мусулманларға рамизанда иптар бериши адәткә айланған. Бу қетимқи иптар президент обаманиң 2009-йили вәзипигә олтурғандин буян 5-қетим иптар беришидур.
У, иптар зияпитидә қилған сөзидә: рамзан мусулманлар үчүн өзини ипадиләш вақти. Ибадәт вә роза тутуш арқилиқ аллаһға қуллуқ билдүрүш пурсити. Бирақ бу шуниң билән биргә, биз бүгүн бу йәрдә җәм болғандәк аилә вә достларниң сөйгү вә һөрмәт ичидә бир йәргә җәм болуп, бир -биримизгә болған мәсулийәтчанлиқимизни, шундақла қошна -қолум вә аримиздики муһтаҗларға ярдәм қилиш мәсулийитимизни тәкрарлаш вақтидур, дәп көрсәтти.
Ақсарайдики иптарға америкилиқ мусулман карханичилар, һөкүмәт әмәлдарлири, диний саһәдики затлар, аммиви тәшкилат вәкиллири тәклип қилинди. Президент обама иптар зияпитидики сөзидә йәнә, америкилиқ мусулманларниң америка тәрәққиятиға қошқан төһписини мәдһиләп: тарихимиз бойичә ислам дөлитимизниң характеригә һәссә қошти. Мусулман америкилиқлар вә уларниң җапалиқ хизмити дөлитимизниң қурулушиға ярдәм қилди. Биз бүгүн буниң нәтиҗисини көрмәктимиз, деди.
Америка президентлириниң һәр йили рамизанда мусулманларға иптар бериш адити, сабиқ президент бил клинтон дәвридин башланған.