Хитай өктичи уйғурларни вә уларниң туғқанлирини давамлиқ паракәндә қилмақта
2020.11.04
Хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастуруш қилмиши һәққидә көплигән мәлуматлар оттуриға чиққан болсиму, уларниң муһаҗирәттики уйғурларниң уруқ-туғқанлирини “гөрүгә еливелиш” арқилиқ чәтәлдики өктичи пикирләрни уҗуқтурмақчи болушидин анчә көп кишиләр хәвәрдар әмәс. “иқтисадшунас” гезитиниң йеқинқи хәвиридә бу әһвал тәпсилий баян қилинди.
Мақалидә әнглийәдә олтурушлуқ мәрйәм исимлик бир уйғур қизниң кишиләр толиму һәвәс қилидиған мәлум бир идаридә ишләйдиған һәмдә достлири билән хитай тилида сөзлишидиған ата-анисиниң “әмди биз билән алақә қилмиғин” дегән учурни йоллиғандин кейин из-дерәксиз ғайиб болуши мушу хилдики әһвалларниң аддийғинә бир мисали шәклидә берилиду. Мәрйәм гәрчә бирнәччә қетим вәтәнгә қайтип ата-аниси билән көрүшүшни ойлиған болсиму “сиясий мәсилә” сәвәбидин нурғунлиған уйғур сәрхиллириниң уштумтут ғайиб болуп кетиватқанлиқи һәққидики хәвәрләр уни тохтитип қойған.
Кейинчә аптор диққәт қилған йәнә бир әһвал әнглийәдики уйғурларниң сиясий паалийәтлиридә актип болған бир қисим кишиләрдин шу җайдики бир қисим уйғурларниң өзини тартидиғанлиқи болған. У параңлашқан абдукерим исимлик бирәйлән бу җайдики уйғурларда “аримизда җасус бар” дәп өзиниң сайисидин өзи үркүшниң бәкму еғирлиқини ейтип бәргән. У өзиниң лондонда өткән бирнәччә йиллиқ һаятини әсләш арқилиқ “һазир мән уйғур җасуслар растинла һәммила җайни қаплап кәткәнмиду яки биз һакиммутләқ һакмийәтниң чалған депиға уссул ойнап йүрүватимизму, дәп ойлинидиған болуп қалдим” дегән.