Хитай әмәлдари хәлқара олимпик комитетиниң ахбарат йиғинида уйғурларға даир сияси баянат берип, ‍олимпик низамиға хилаплиқ қилған

Мухбиримиз әркин
2022.02.18

Уйғурларниң кишилик һоқуқини сөзләш “олимпикни сиясийлаштурғанлиқ” дәп рәт қилған хәлқара олимпик комитетиниң 17-феврал бейҗиңда өткүзүлгән ахбарат йиғинида, хитай әмәлдариниң уйғурлар һәққидики сиясий баянатиға сүкүт қилиши тәнқидкә учриған. Бу вәқә 18-феврал хәлқара тартқуларда кәң хәвәр қилинип, қаттиқ ғулғула қозған. “күндилик бест” гезитиниң хәвәр қилишичә, ахбарат йиғинида бейҗиң қишлиқ олимпики тәшкилий комитетиниң баянатчиси йән җяроң, уйғур мәҗбурий әмгики бар дейишниң “ялғанчилиқ” икәнлики, тәйвән бейҗиң қишлиқ олимпикниң йепилиш мурасимиға қатнашсиму, у йәрдә пәқәт “бирла хитай” болидиғанлиқини тәкитлигән.

Хәвәрдә дейилишичә, йиғинда мухбирлар хәлқара олимпик комитетиниң баянатчиси марк адамистин тәйвәнниң олимпикниң йепилиш мурасимиға қатнишиши, уйғур районидики лагерлар, җүмлидин олимпик формисиниң уйғур мәҗбурий әмгәк ишләмчилири тәрипидин “шинҗаң пахтиси” да ишләпчиқилғанлиқиға болған инкасини сориған. Лекин йән җяроң марк адамисниң сөзини бөлүп, юқириқи сиясий баянатни бәргән. У бу суалға қарита “мениңчә, бу суаллар пүтүнләй ялған учурларға таянған… бәзи даириләр алибурун бу ялған учурларға қарши пикир билдүрди,” дегән. Шуниң билән бир вақитта у йәнә “олимпикниң сиясийлаштурулушиға изчил қарши туруп кәлгәнлики” ни ейтқан.

“күндилик бест” ниң ейтишичә, марк адамс йән җяроңниң сөзлиригә сүкүт қилипла қалмай, бу мәсилиләрниң бу йиғинниң темиси билән мунасивәтсиз икәнликини илгири сүрүп, униңға җавап бериштин ‍өзини қачурған. Хәлқара олимпик комитетиниң низамидә кишилик һоқуқ тәкитләнсиму, бирақ мәзкур хәлқара тәнтәрбийә тәшкилати олимпикни “сиясийлаштурмаслиқ” намида уйғурлар учраватқан қорқунучлуқ дәпсәндичиликкә көз юмуш билән әйиблинип кәлгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.