Кеңәш палата әзаси линдсий грам бейҗиң олимпик мусабиқисигә қарши чиқти
2021.03.16
Хитай һөкүмити 2022-йили өткүзмәкчи болуватқан қишлиқ олимпик йиғиниға қарши чуқанлар давамлиқ охшимиған шәкилләрдә оттуриға чиқмақта. 16-Март күни америка кеңәш палата әзаси линдсий грам әпәнди өзиниң тиветтер бетидә мәхсус учур йоллап, бейҗиңда қишлиқ олимпик мусабиқиси өткүзүшкә болмайдиғанлиқини алаһидә тәкитлиди.
У 1936-йили натсистлар германийәсиниң берлинда олимпик мусабиқиси өткүзүш арқилиқ өзлириниң йәһудийларни қирғин қилиштәк зораванлиқини пәрдазлап кәткәнликини әслитип “худди мушуниңға охшаш әһвал 2022-йили уйғурларниң бешиға келиш алдида туриватиду. Шуңа бейҗиң шәһри һәргизму олимпик роһини җари қилдуридиған орун әмәс!” дәп көрсәтти.
У бу һәқтики учуриниң ахирида гәрчә америка һөкүмитигә вәкил болуп мусабиқигә қатнишидиған тәнһәркәтчиләргә җаза беришниң орни йоқлуқини, шундақла хитай һөкүмитини мукапатлашқиму сәвәб йоқлуқини алаһидә тәкитлиди. Болупму униң “байден вә трамп һөкүмәтлири нөвәттә хитайда қирғинчилиқниң болуватқанлиқи һәққидә ортақ пикиргә кәлгән” дегән қурлар зор диққәт қозғиди.
Линдсий әпәнди сөзиниң ахирида хәлқара олимпик комитетиға чақириқ қилип, уйғурлар қирғин қилиниватқан әһвалда мусабиқиниң орни үчүн башқа бир җайни таллаш, һеч болмиғанда бир қисим мусабиқә түрлирини хитайдин башқа җайға йөткәш тәкливини бәрди.