Америкадин кейин әнглийә, австралийә, канадаму бейҗиң қишлиқ олимпикини байқут қилди
Американиң байден һөкүмити 6-декабир хитайниң уйғурларға “ирқий қирғинчилиқ” қилиши сәвәблик бейҗиң қишлиқ олимпикини дипломатик байқут қилидиғанлиқини елан қилған кейин, әнглийә, канада вә австралийәму бу сәпкә қошулди. Әнглийә баш министири борис җонсонниң ейтишичә, әнглийә һөкүмити қишлиқ олимпикни байқут қилип, униңға һечқандақ һөкүмәт әмәлдари әвәтмәйдикән.
-
Мухбиримиз әркин
2021-12-08 -
-
-
Американиң байден һөкүмити 6-декабир хитайниң уйғурларға “ирқий қирғинчилиқ” қилиши сәвәблик бейҗиң қишлиқ олимпикини дипломатик байқут қилидиғанлиқини елан қилған кейин, әнглийә, канада вә австралийәму бу сәпкә қошулди. Әнглийә баш министири борис җонсонниң ейтишичә, әнглийә һөкүмити қишлиқ олимпикни байқут қилип, униңға һечқандақ һөкүмәт әмәлдари әвәтмәйдикән. У бу сөзләрни 8-декабир әнглийә авам палатасиниң йиғинида парламент әзалириниң бу һәқтики соалиға җавабән ейтқан.
Борис җонсонниң билдүрүшичә, у илгири хитай рәһбири ши җинпиң билән сөзләшкәндә униңға әнглийәниң қишлиқ олимпикни байқут қилидиғанлиқи, униңға һөкүмәт әмәлдарлириниң қатнашмайдиғанлиқини билдүргән. У: “мән ахирқи қетим ши җинпиң билән сөзләшкәндә ейтқинимдәк һөкүмәт бу мәсилини оттуриға қоюшта иккиләнмиди. Мән униңға бейҗиң қишлиқ олимпикиниң үнүмлүк шәкилдә дипломатик байқут қилиниши мумкинлики, униңға һечбир министирниң қатнашмайдиғанлиқини ейттим” дегән.
Охшаш бир вақитта йәнә австралийә билән канадаму хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичилики түпәйли бейҗиң қишлиқ олимпикиға һөкүмәт әмәлдари әвәтмәйдиғанлиқини билдүргән. Австралийә таратқулириниң хәвәр қилишичә, австралийә баш министир скот морисон 8-декабир мухбирларға австралийә тәнһәрикәтчилириниң мусабиқигә қатнишидиғанлиқи, әмма һөкүмәт әмәлдарлири вә сиясийонларниң қатнашмайдиғанлиқини дәлиллигән.
У ; “хитай һөкүмитиниң австралийә изчил оттура қоюп кәлгән шинҗаңдики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики қатарлиқ мәсилиләрни музакирә қилишқа өзини һазирлимиғанлиқи” ни ейтқан. Ройтерс агентлиқиниң билдүрүшичә, шу күни йәнә канада баш министири җастин трудео хитайниң узундин бери ғәрбниң хитайдики кишилик һоқуққа болған әндишилиридин хәвәрдар икәнликини билдүрүп, “(шуңа) бизниң дипломатик вәкил әвәтмәсликни қарар қилишимиз һәйран қаларлиқ иш болмаслиқи керәк” дегән.