Бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини толуқ байқут қилиш чақириқи оттуриға қоюлди

Мухбиримиз әзиз
2021.08.10

Нөвәттә бир қисим паалийәтчиләр “хитай һөкүмитини 2008-йилидики язлиқ олимпик мусабиқисиниң саһибханилиқиға таллаш бир қетимлиқ хаталиқ болған” дәватқан болуп, буниңға мас һалда 2022-йилидики бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини толуқ байқут қилиш чақириқлириму оттуриға чиқмақта.

“вашингтон почтиси” гезитиниң 9-авғусттики обзор мақалисидә ейтилиишчә, 21-әсирдә җаза лагери қуруватқан һәмдә тәйвән вә австралийәгә тәһдит селиватқан хитайниң йәнә бир қетим олимпик мусабиқиси өткүзүшигә һәргизму йол қоюшқа болмайдикән. Аптор саллий җенкинс мақалисидә әйни вақитта дуня җамаитиниң “хитай бай болса әркинликкә йүзлиниду” дегән қараш билән хитайға түрлүк пурсәтләрни, җүмлидин 2008-йилидики олимпик мусабиқисиниң саһибханилиқини тәқдим қилғанлиқини тәнқидләйду. Шуниңдәк “бизниң әмди бу қетимқи олимпик мусабиқисини <дипломатик байқут> шәклидә әмәс, <толуқ байқут> шәклидә байқут қилишимизниң вақти йетип кәлди” дәйду.

Аптор мақалисидә алаһидә әскәрткән бир нуқта 1936-йилидики берлин олимпик мусабиқисиниң алди-кәйнидики мусабиқини байқут қилиш чақириқлири болған. Униңда ейтилишичә, әйни вақитта адолф гитлер олимпик мусабиқисидин кейин йәһудийларға зиянкәшлик қилишниң тохтайдиғанлиқини җакарлиғаникән. Шу вақитта америка һөкүмитиниң берлиндики баш консули җорҗ мессермис “берлинда олимпик мусабиқиси өткүзүш натсистларниң дуняни бойсундуруш арзусиниң символидур. Уни җәзмән байқут қилишимиз лазим” дегән. Әмма шу вақиттиму “тәнтәрбийәдә сиясәт мәвҗут әмәс” дегән қараш үстүнлүк қазинип байқут қилиш чақириқлири әмәлгә ашмиғаникән.

Аптор мушу әһвалларни әслитип “сәмригән зәһәрлик йиланни өйгә башлиғанда өй ахири шуниң болуп кетиду. Бейҗиң олимпик мусабиқисини қоллаш хитайниң инсанийәткә қарши җинайәтлири һәмдә шинҗаңдики қирғинчилиққа мукапат бәргәнликкә баравәр” дәйду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.