Олси язиҗиниң албанийәдики хизмитини аяғлаштурушқа мәҗбур болуши диққәт қозғиди

Мухбиримиз ирадә
2019.12.11

Хитай һөкүмитиниң уйғур елидики лагерларға аит тәшвиқатлириниң ич маһийитини ашкарилаш вә әмәлийәтни оттуриға чиқиришта зор рол ойниған канада пуқраси олси язиҗиниң албанийәдики хизмитини аяғлаштурушқа мәҗбур болуши диққәт қозғиди.

Канадада чиқидиған “дөләт почтиси” гезитиниң хәвәр қилишичә, тарих пәнлири оқутқучиси доктор олси язиҗи 4 йилдин бери өзиниң әсли юрти болған албанийәдики бир университетта дәрс берип келиватқан икән. Бирақ бу университет йеқинда олси язиҗиға университетниң униң билән түзгән келишимни йеңилимайдиғанлиқи, бу сәвәбтин униң университетта давамлиқ дәрс берәлмәйдиғанлиқини уқтурған.

Олси язиҗи “дөләт почтиси” гезитигә қилған сөзидә бу университетниң қарарида хитай һөкүмитиниң қоли бар дәп қарайдиғанлиқини билдүргән. У “гәрчә қолумда ениқ пакит болмисиму, әмма хитайниң албанийәдики тәсир күчини қоллинип, мәндин өч алмақчи болуватқанлиқи ениқ. Чүнки бу университетниң мениң дәрс өтүшүмни рәт қилидиған һечқандақ сәвәби йоқ” дегән.

Униң ейтишичә, мәзкур университетниң ректори синила сотирофски олси язиҗиға “бу қарарниң юқири орунлардин кәлгәнликини” ейтқан. Бирақ у “дөләт почтиси” гезитиниң бу һәқтики соаллириға җаваб қайтурмиған. Хитайниң “йәр шари вақит гезити” қатарлиқ һөкүмәт ахбаратлириму йеқиндин буян олси язиҗиға һуҗум қилишни күчәйтип, уни “ялған хәвәр тарқитиш” билән әйиблигән иди.

Олси язиҗи уйғур елидики “кәспий маһарәт билән тәрбийәләш” дәп аталған орунларни зиярәт қилиш үчүн хитай тәрипидин тәклип қилип апирилған киши. Әслидә американиң бу орунлар һәққидики баянлирини рәт қилиш мәқсити билән зиярәткә барған олси язиҗиниң көз қариши у йәргә барғандин кейин пүтүнләй өзгәргән. У, ютуб қатарлиқ иҗтимаий алақә васитилиридә бу тәрбийәләш орунлириниң маһийитини кәң ашкарилап, хитайниң тәшвиқатини бузушта һалқилиқ рол ойниған. Олси язиҗи хитайниң өзигә қаратқан тәнқидлиригә тивиттирда қайтурған инкасида, өзиниң уйғур мусулманлири дуч келиватқан бу зулумни ашкарилаштин һәргиз тохтап қалмайдиғанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.