Америка уйғур районини “үсти очуқ түрмә” дәп атап, хитайдики диний зиянкәшликни әйиблигән

Ройтрес агентлиқиниң хәвәр қилишичә, америка ташқий ишлар министирлики хәлқара әркинлик бөлүминиң юқири дәриҗилик әмәлдари данийәл надил 12-май күни хитай һөкүмитиниң алиқачан уйғур районини “үсти очуқ түрмә” гә айландурғанлиқини ейтқан. Америка ташқий ишлар министирлики йәнә бир доклат елан қилип, хитайниң аз санлиқ милләт етиқадчлириға йүргүзгән диний зиянкәшликини әйблигән.

Данийәл надил мундақ дегән: “хитайниң аталмиш кәспий тәрбийәләш мәркәзлири арқилиқ уйғур вә башқа милләтләрни тутуп туруши һәм назарәт қилиши маһийәттин ейтқанда у районни ‛үсти очуқ түрмә‚ гә айландурғанлиқини көрситиду. Кишиләрниң паалийити из қоғлап тәкшүрүлиду, бәзилири уйғурлар көп олтурақлашқан мәһәллиләргә берип уларни назарәт қилиду. Кишиләр базарға барса дуканларда өзини тизимлиитиши керәк”. У йәнә хитайдики мусулманлар учраватқан зулумниң нәччә он йилдин буянқи әң юқири чәккә йәткәнликини ейтқан.

Америка ташқий ишлар министирлики һәр йили дуняниң һәр қайси җайлиридики диний етиқад әркинлики әһвалидин доклат берип келиватқан болуп, мәзкур доклатта йәнә хитайдики башқа дин мәнсуплириниңму зиянкәшликкә учриғанлиқиға аит мәлуматлар бар икән.  

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org