Русийә таҗикистан вә өзбекистан билән болған һәрбий һәмкарлиқлирини ашурмақчи

Мухбиримиз үмидвар
2016.11.30

Русийә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза шуниңдәк хитай билән зич иқтисадий вә сиясий мунасивәтләргә игә таҗикистан вә өзбекистан билән болған һәрбий һәмкарлиқлирини ашурушқа киришкән.

Русийә билән таҗикистан дөләт мудапиә министирлири 2017-йили икки дөләтниң һәрбий һәмкарлиқлирини ашурушқа пүтүшкән болуп, русийә 2017-йили, һәрбий авиатсийә күчи аҗиз таҗикистанға көп сандики һәрбий авиатсийә техника әслиһәлири, җүмлидин һәрбий айропилан вә тик учар айропиланларни беришкә мақул болған.

Пәрғанә учур ториниң хәвәр қилишичә, русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгу русийәниң таҗикистанни зор сандики қорал-ярақ, җүмлидин һәрбий айропилан вә тик учар айропиланлар билән тәминләйдиғанлиқини, буниң районниң муқимлиқини қоғдаш үчүн икәнликини әскәрткән. У, йәнә русийәниң таҗикистан армийисиниң офитсерлири вә һәрбий мутәхәссислирини москвада тәрбийиләшни давамлаштуридиғанлиқини, һазирғичә, 1000дин артуқ мутәхәссисниң тәрбийиләнгәнликини билдүргән.

Хәвәрдә илгири сүрүлүшичә, русийә мудапиә министирлиқи билән өзбекистан мудапиә министирлиқиму 2017-йиллиқ һәрбий һәмкарлиқ келишим түзгән болуп, өзбекистан мудапиә министири қобул бәрдийеф русийәниң өзбекистанниң асаслиқ истратегийилик шерики икәнликини вә өзбекистанниң русийә билән көп җәһәтләрдин бағлинишлиқ икәнликини шуниңдәк өзлириниң русийә билән болған мунасивәтлирини мәңгү бузмайдиғанлиқини билдүргән.

Мәзкур келишим өзбекистан президенти ислам кәримоф вапатидин кейин имзаланған иди.

Русийә тәрәп өзбекистан һәрбий офитсерлири вә курсантлирини тәрбийиләш хизмәтлирини буниңдин кейин техиму күчәйтидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.