Өзбекистан президенти ислам кәримофниң қизи дадисиниң техи өлмигәнликини баян қилди
2016.08.31
Меңисигә қан чүшүш билән йәкшәнбә күнидин етибарән дохтурханида йетип қалған өзбекистан президенти ислам кәримофниң қизи лола кәримова чаршәнбә күни иҗтимаий таратқуларда дадисиниң тәрәпдарлириниң саламәтлик тиләклиригә миннәтдарлиқ билдүргән вә буниң нәтиҗисидә дадисиниң техи һаят икәнликидин учур бәргән.
Кәримоф дохтурханида йетип қалғандин башлап иҗтимаий таратқуларда бәзидә униң өлгәнлики, бәзидә сәкратта икәнлики һәққидә учур тарқилип туруватқан, әмма ишәнчлик мәнбәләрдин техи бу һәқтә мәлумат берилмигән иди.
Фирансийә ахбарат агентлиқиниң бүгүнки бу һәқтики, нөвәттики һалити ахбарат дунясиниң диққитини тартиватқан 78 яшлиқ кәримофниң өзбекистанни 25 йилдин буян төмүр мушт билән башқуруп келиватқанлиқи тилға елинған.
Кәримофниң кариваттики һалити уйғурчә иҗтимаий таратқулардиму муһим орун тутти. Фейсбокта пикир баян қилған уйғур көзәткүчиләр кәримоф дәвридә өзбекистандики уйғурларниң сиясий вә мәдәний һәқлириниң еғир дәриҗидә дәпсәндә болғанлиқини тилға алди вә канада вәтәндиши һүсәнҗан җелилниң кәримоф һакимийити тәрипидин хитайға тапшурулғанлиқини әсләшти.