“өзбекистандики көрүнмәс уйғурлар” барғансери көрүнмәс болмақта

Уйғурлар дияридики зор көләмлик сиясий бастуруш һәққидә көпләп мәлуматларниң оттуриға чиқишиға әгишип, оттура асиядики уйғурлар, болупму өзбекистандики уйғурларниң һазирқи әһвалиму кишиләрниң диққәт-нәзирини қозғаватқанлиқи мәлум.

Уйғурлар дияридики зор көләмлик сиясий бастуруш һәққидә көпләп мәлуматларниң оттуриға чиқишиға әгишип, оттура асиядики уйғурлар, болупму өзбекистандики уйғурларниң һазирқи әһвалиму кишиләрниң диққәт-нәзирини қозғаватқанлиқи мәлум.

“ярво-асия тори” да 1-июл елан қилинған бу һәқтики мақалида мәхсус өзбекистандики уйғурларниң нөвәттики әһвали қисқичә тонуштурулиду. Мақалиға йип учи болған уйғур тиҗарәтчи гулағча ханим үрүмчидин ташкәнткә мал тошуп сатидиған болуп, һәр қетим кәлгәндә зәрифихан исимлик уйғур достиниң өйигә чүшидикән. Өткән йилиниң мушундақ мәзгиллиридин башлап үрүмчигә қайтип кәткән гулағчиниң һечқандақ хәвири болмиған. Уни билидиған ташкәнттики уйғурлар уни лагерларниң биригә қамалған, дәп тәхмин қилишмақта икән.

Гәрчә қазақистандики қазақлар уйғурлар диярида тутқун қилинған уруқ-туғқанлириниң издәк-сориқини қилип йүргән болсиму, өзбекистандики уйғурлар бундақ қилалмиған. Чүнки уларниң өзбекистандики мәвҗутлуқи һәрқачан башқичә шәкилдә ипадилинип кәлмәктә икән.

Ташкәнттә олтурушлуқ уйғурлардин фәрруқниң үрүмчидики уйғур шерикиму өзи лагерға қамилиш, завути мусадирә қилиништәк паҗиәгә дуч кәлгән. Әмма бу һадисиләр һечқачан өзбекистандики мәтбуатларда тилға елинмайдикән. Санкитпетирбург шәһиридики иқтисадшунас сергей абашин бу мәсилә һәққидә тохтилип: “хитай билән өзбекистан оттурисидики сода мунасивити буниңдики асасий сәвәб. Йәнә бир яқтин өзбекистан пүтүнләй бекинмә һаләттики бир мәмликәт. У җайдики пуқралар ташқи дуняда немиләрниң болуватқанлиқини билиш һәққигә игә әмәс” дегән.

Мақалида көрситилишичә, 1989-йили өзбекистандики уйғурларниң нопуси 36 миң, дейилгән икән. 2000-Йилиға кәлгәндә бу сан 20 миңға чүшүп қалған. Әмма алақидар мутәхәссисләр, җүмлидин ташкәнт дөләтлик университетниң профессори абләт хоҗайев бу һәқтә сөз қилип “буниңдин сәксән йил илгири оттура асияда бир йерим милйон уйғур бар иди. Қазақистан вә қирғизистанда уйғурлар өз кимликини сақлап қалалиди. Әмма өзбекистанда буниңға йол қоюлмиғанлиқтин уйғурларниң көп қисми ассимилятсийә болуп кәтти” дегән.

У бу һәқтә қизиқарлиқ қилип: “1990-йиллири хитай баш министири ли пең ташкәнткә зиярәткә кәлгәндә өзбекистанниң президенти ислам кәримофдин ‛өзбекистанда қанчилик уйғур бар?‚ дәп сориған. Ислам кәримоф ‛өзбекистанда уйғур дәп милләт йоқ!‚ дәп җаваб бәргән” дегән һекайини сөзләп бәргән.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org