Өзбекистан президентидин уйғур елидики лагерларда йетиватқан өзбекләрни сүрүштә қилиш тәләп қилинди
Уйғур елидә йолға қоюлуватқан лагерларниң оттура асия түркий җумһурийәтлиридиму ойғиниш пәйда қиливатқанлиқи мәлум. Америка авази радийоси өзбек бөлүминиң хәвиридин қариғанда, йеқинда бир қисим өзбек журналист вә паалийәтчиләр уйғур елидә йолға қоюлуватқан лагерлар мәсилиси һәққидә өзбекистан президенти шавкәт мирзияйефқа бир мураҗиәтнамә йоллиған.
-
Мухбиримиз ирадә
2018-12-05 -
-
-
Уйғур елидә йолға қоюлуватқан лагерларниң оттура асия түркий җумһурийәтлиридиму ойғиниш пәйда қиливатқанлиқи мәлум. Америка авази радийоси өзбек бөлүминиң хәвиридин қариғанда, йеқинда бир қисим өзбек журналист вә паалийәтчиләр уйғур елидә йолға қоюлуватқан лагерлар мәсилиси һәққидә өзбекистан президенти шавкәт мирзияйефқа бир мураҗиәтнамә йоллиған.
Уйғур елидә йолға қоюлуватқан қайта тәрбийә лагерлирида милйонлиған уйғур, қазақ вә қирғиз билән бирликтә өзбекләрниңму тутуп турулуватқанлиқи тилға елинған бу мураҗиәтнамидә қазақистан вә қирғизистан һөкүмәтлири хитай һөкүмити билән алақилишип, өз милләтдашлири үстидики бесимини сүрүштүргәнлики вә уни тохтитишни тәләп қилғанлиқи, шуңа өзбекистан һөкүмитиниңму лагерлардики өзбекләрни сүрүштә қилиши керәклики баян қилинған.
Юқиридики бу өзбек журналист вә паалийәтчиләр мураҗиәтнамисидә, уйғур елидики лагерларда һазир миңлиған өзбек барлиқи һәққидә хәвәрләр барлиқини илгири сүргән.
Юқиридики бу мураҗиәтнамигә имза қойғучиларниң бири болған өзбек зиялийси әнвәр назир “америка авази” ға қилған сөзидә һазир шәвкәт мирзияйеф һөкүмитидин хитайда яшайдиған өзбекләрниң тәқдири үстидә хитай һөкүмити билән музакирә өткүзүшини күтүш қийин болсиму, әмма мушундақ бир мәсилә барлиқидин өзбек җамаәтчиликиниң хәвири болушиниң интайин муһимлиқини тәкитлигән. У сөзидә “биз пәқәт шәрқий түркистандики уйғур мәсилисини көтүрүпла қалмай, бәлки у йәрдики өзбекләрниң мәсилисигиму диққәт қиливатимиз. Шәрқий түркистанда хели көп өзбекләр яшайду. Әмма җамаәтчиликниң уларниң әһвалидин хәвири йоқ” дегән.
Мәлум болушичә, уйғур елидә йолға қоюлуватқан лагер түзүминиң зиянкәшликигә уйғурлардин башқа йәнә қазақ, қирғиз вә өзбек қатарлиқ түркий милләтләрму охшаш учраватқан болуп, уларниң вәзийити нөвәттә қазақистан, қирғизистан қатарлиқ оттура асия түркий дөләтлиридики җамаәт арисидиму инкас қозғимақта һәм бу һәқтики мақалә вә хәвәрләрму барғансери көпәймәктә икән.