Пакистанлиқ калтәктоп чолпининиң уйғурлар һәққидә қилған чақириқини өчүриветиши ғулғула қозғиди

Мухбиримиз ирадә
2019.12.26

Пакистанлиқ даңлиқ калтәктоп топчиси, пакистан дөләтлик калтәктоп әтритиниң сабиқ теринери шаһидхан афридиниң уйғурларни қоллап язған тивиттер учурини өчүрүветиши зор ғулғула қозғиди.

Шаһидхан африди 22 - декабир күни өзиниң тивиттердики рәсмий һесабида “ уйғур мусулманлириға йүргүзүлүватқан зулумни аңлап көңлүм паракәндә болди. Мән (пакистан баш министири) имран ханни буниңға қарши аваз чиқиришқа чақиримән,” дегән.

У йәнә тивиттер учурида хитайниң пакистандики әлчиханисиниму тилға елип “ биз хитай әлчиханисидин уйғурларға инсаний вә адил муамилә қилишни тәләп қилдуқ,” дегән.

Бирақ шаһидхан африди юқириқи тивиттер учурини бир күндин кейин өчүрүвәткән болуп, бу вәқә тивиттерда күчлүк инкас қозғиди.

“лос - анжелис китаб тәнқидчилики” жорнилиниң ярдәмчи тәһрири вә тивиттерда 16 миңдин ошуқ әгәшкүчиси болған паалийәтчи идрис әхмәд калтәктоп чолпини шаһидхан афридиниң тивиттер учурини өчүрүшкә мәҗбурланғанлиқини илгири сүргән. У тивиттерда шаһидханниң шу күнки учуриниң рәсимини елан қилип туруп “төнүгүн пакистанлиқ калтәктоп чолпини шаһидхан африди имран ханни уйғурлар учүн сөзләшкә чақирған шундақла хитай әлчиханиси әйиблигән иди. Бирақ у кейин бу учурини өчүрүветишкә мәҗбурланди. Сиз бу рәсимни қайта һәмбәһирләш арқилиқ бундақ җимиқтуруш һәрикитигә қарши наразилиқизни ипадиләң,” дегән сөзләрни қилған. Нәтиҗидә бу рәсим 600 қетимдин ошуқ һәмбәһирләнгән.

Пакистан баш министири имран хан мусулман дунясидики башқа мәсилиләрдә ғәрб әллирини худди түркийә җумһур рәиси әрдоғанға охшаш башчи болуп тәнқидләштә тонулған “қәһриман” болсиму, бирақ у уйғур мәсилисигә кәлгәндә “аңлап бақмидим, көрүп бақмидим” дийишни давамлаштурмақта. Бу сәвәблик у хәлқарада күчлүк тәнқид вә мәсхирә обикти болуп қалған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.