Пакистанниң карачи айродуруми әтрапидики партлашта икки хитай пуқраси өлгән
2024.10.07
5-Өктәбир йәкшәнбә күни пакистанниң карачи айродуруми әтрапида йүз бәргән, адәм бомба һуҗуми болуши мумкинлики гуман қилиниватқан бир партлашта, икки хитай пуқраси өлгән, аз дегәндә он адәм яриланған.
BBC Ниң хәвәр қилишичә, партлашта өлгүчиләр үч адәм болсиму, үчинчи кишиниң һуҗумчи болуши мумкинлики пәрәз қилинмақта икән. Һалбуки, пакистанниң балучистан өлкисидики мустәқиллиқ тәрәпдарлиридин “балучистан азадлиқ армийәси” һуҗумни өзлириниң елип барғанлиқини илгири сүргән.
Қәшқәр билән гвадар арисидики хитай-пакистан иқтисади каридориниң деңизға чиқиш еғизи болған гвадар порти, балучистан өлкисигә җайлашқан. Һалбуки, “балучистан азадлиқ армийәси” йеқинқи йиллардин бери өзиниң һуҗум нишанлирини пакистан-хитай иқтисади каридори қурулуши қатнишиватқан хитай пуқралириға вә ширкәтлиригә қаритип кәлгәниди.
Бу қетимлиқ һуҗум пакистан ички ишлар министири моһсин нәқви билән хитай мәркизи сиясий-қанун комитетиниң секретари чен мингониң өткән ай исламабадта көрүшүп, террорлуққа қарши туруш, чегра башқуруш қатарлиқ җәһәтләрдә һәмкарлиқни күчәйтишкә келишишиниң арқисидинла йүз бәргән. Пакистан таратқулириниң хәвәрлиридин, икки тәрәпниң аталмиш “шинҗаң мәсилиси” ни музакирә қилғанлиқи, шундақла гилгит-балучистан вә уйғур елидә қораллиқ сақчи қисимлириниң бирләшмә маневирлирини елип беришқа пүтүшкәнлики мәлум болғаниди.
BBC Ниң билдүрүшичә, хитайниң пакистанда турушлуқ әлчиханиси 5-өктәбир кәчтә йүз бәргән партлашниң синди өлкисидики қурулуш түригә қатнишиватқан хитай инженерлирини нишан қилған “террорлуқ һуҗум” икәнликини илгири сүргән. Һалбуки, “балучистан азадлиқ армийәси” 6-өктәбир елан қилған баянатида, “һуҗумниң карачи айродурумидин келиватқан юқири дәриҗилик хитай инженерлири вә мәбләғ салғучилирини нишан қилғанлиқи” билдүргән. Баянатта қәйт қилинишичә, бу һуҗум “балучистан азадлиқ армийәси” ниң “мәҗид бригадаси” дики шаһ фаһад исимлик җәңчи тәрипидин елип берилғаникән. Баянатта, һуҗумниң “аптомобилға қачиланған партлатқуч билән елип берилғанлиқи” тәкитләнгән.