Пакистанниң хитайда турушлуқ баш әлчиси уйғур районидики зияритидә биңтүәнниң паалийитигә қатнашти
2024.07.02
Уйғурлар мәсилисидә баштин ахир хитай тәрәптә туруватқан пакистан билән хитайниң иқтисадий һәмкарлиқи күчийиватқан бир мәзгилдә, пакистанниң хитайда турушлуқ баш әлчиси хәлил һашими 6-айниң 25-күнидин 30-күнигичә үрүмчи, қәшқәр қатарлиқ җайларда зиярәт болған, шундақла 8-нөвәтлик хитай-явропа сода йәрмәнкисиниң ечилиш мурасимиға қатнашқан.
Пакистандики “көзәткүчи” ториниң хәвиридә ейтилишичә, пакистан баш әлчиси хәлил һашими уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң рәиси әркин туняз билән сөһбәт өткүзүп, пакистан билән хитай мунасивитиниң муһимлиқи вә “шинҗаңниң бу мунасивәттә көврүклүк рол ойнайдиғанлиқи” ни алаһидә тәкитлигән.
Хәлил һашими пакистанниң һазир хитайдики 13 експорт ширкитиниң мәблиғини киргүзүшкә тиришиватқанлиқини, “шинҗаңдики карханиларниңму пакистанға мәбләғ селиши вә пакистан карханилири билән сода қилиши” ни қоллайдиғанлиқини, болупму йеза игилик, тоқумичилиқ, канчилиқ вә мал тошуш саһәлиридә һәмкарлишишни үмид қилидиғанлиқини билдүргән.
У йәнә биңтүән орунлири уюштурған “ечиветилгән бирләшмә армийә” паалийитигә қатнишип сөз қилған. Хәлил һашими сөзидә пакистанниң мол тәбиий шараити вә адәм күчи байлиқидин пайдилинип, хитай билән иқтисадий һәмкарлиқ пурситини давамлиқ көпәйтидиғанлиқини тәкитлигән. Хәлил һашими қәшқәрдики зияритидә пакистан билән хитайниң чеграси болған хунҗирап еғизиғичә барған вә у җайдики чегра башқуруш, сода-таможна сөһбәтлиригә қатнашқан.
Хәвәрләрдин мәлум болғинидәк, пакистан баш министири шәһбаз шәриф 6-айниң бешида хитайни зиярәт қилип, нурғун саһәләрдә “суға чилишип қелиш” вәзийитигә гириптар болуватқан “хитай-пакистан иқтисад каридори” қурулушини қайта җанландуруш үчүн нәччә он милярд долларлиқ келишим имзалашқа тиришқаниди. Хитайниң қәшқәрни муһим сода вә саяһәт райони қилип ечиши, җүмлидин қәшқәрдә әркин сода райони қуруши қатарлиқлар “хитай-пакистан иқтисад каридори” ни қайта ечиш вә гүлләндүрүш билән мунасивәтлик дәп қарилип кәлмәктә.