Пакистан һөкүмитиниң уйғурлар һәққидики тәклипини хитай рәт қилди
Пакистан баш министири имран хан буниңдин илгири мухбирлар униң бир мусулман дөлитиниң рәһбири болуш сүпити билән уйғурлар дуч келиватқан паҗиәләр һәққидә қандақ пикирдә икәнликини сориғанда "бу ишлардин хәвирим йоқ икән. Толуқ хәвирим болсиди мән бу һәқтә пикир қилған болаттим" дегәниди.
4-Авғуст күни һиндистандики әң чоң инглиз тиллиқ ахбарат васитилириниң бири болған "бир дуня" телевизийәси мәхсус мушу мәсилә һәққидә бир программа ишлиди. Униңда ейтилишичә, иқтисадий җәһәттә хитайға бағлинип қалған имран хан һөкүмитиниң уйғурлар һәққидики япта гәплири пакистан вә һиндистандики мусулманлар арисида имран ханға қарши зор пикир ихтилапиға сәвәб болған. Шуниңдәк мусулманлар җамаити арисида имран хан һәққидики сәлбий қарашларниң бирдинла ешип кетишигә сәвәб болған.
Хәвәрдә ейтилишичә, йеқинқи мәзгилләрдин буян мәлум болушқа башлиған лагерлар, мәҗбурий әмгәк һәмдә уйғур аяллирини туғмас қиливетиш һәққидики пакитлар пакистандики мусулманлар арисида зор ғулғулиға сәвәб болған. Буниң билән имран хан һөкүмити бейҗиң даирилири билән болған учришишта "динни обданрақ чүшиниш", "уйғурларни коллектип тәһдит, дәп қаримаслиқ" дегәндәк төт түрлүк тәклипни оттуриға қойған. Әмма хитай һөкүмити уларға "өзиниң сода ишиға зеһин қоюш, сәлбий кәйпиятни түгитиш" дегән мәзмунда җаваб бәргән.