Хитай пакистандики хитай нишанлирини қоғдашта үнүмлүк алдин агаһландуруш системиси қурушни тәләп қилған

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.10.11

Хитай даирилири 6-өктәбир кәчтә пакистанниң карачи айродуруми әтрапида йүз бәргән адәм бомба һуҗумида икки хитай пуқрасиниң өлүшидин кейин, пакистанға бир бихәтәрлик тәкшүрүш гурупписи әвәткән. Таратқуларниң хәвәр қилишичә, хитай тәкшүрүш гурупписи пакистан даирилиридин хитай пуқралирини қоғдашта техиму қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлирини елишни, хитай пуқралири вә қурулуш түрлириниң бихәтәрликигә капаләтлик қилишни тәләп қилған. 6-Өктәбир йәкшәнбә күни йүз бәргән һуҗумда икки хитай пуқраси өлгән, аз дегәндә 10 адәм яриланған. Бу һуҗумға пакистандики бәлуҗистан өлкисиниң мустәқиллиқи үчүн күришиватқан, өзлирини “бәлуҗистан азадлиқ армийәси” дәп атиған тәшкилат җавабкар икәнликини елан қилғаниди. “җәнубий хитай әтигәнлик почтиси” гезитиниң 11-өктәбир бәргән хәвиридә, хитай бихәтәрлик тәкшүрүш гурупписиниң 8-өктәбир исламабадқа йетип келип, пакистанниң ташқи вә ички ишлар министирлиқлири, сақчи, қораллиқ қисим вә истихбарат органлири билән көрүшкәнлики билдүрүлгән.

Һалбуки, хитайниң бесими билән пакистан даирилириниң хитай мәблиғи вә хитай пуқралирини қоғдаш намида пакистан пуқралириниң кишилик әркинликини, җүмлидин пакистандики уйғурларниң паалийәт бошлуқини техиму қаттиқ боғушидин әндишә қилинмақта. “җәнубий хитай әтигәнлик почтиси” ниң билдүрүшичә, хитай дөләт хәвпсизлики министирлиқи пакистандин хитайниң мәнпәәтигә четишлиқ районларда техиму үнүмлүк алдин агаһландуруш системиси қуруш, истихбарат алмаштуруш вә қанун органлириниң һәмкарлиқини күчәйтишни тәләп қилған. Хәвәрдә, пакистан даирилириниң “һәрқандақ бәдәл төлисиму, җавабкарларни җазалашқа, пакистандики хитай пуқралириниң бихәтәрликини қоғдашни күчәйтишкә вәдә қилғанлиқи” қәйт қилинмақта.

Хитай қәшқәр билән пакистанниң бәлуҗистан районидики гвадар портини туташтуридиған хитай-пакистан иқтисади каридориға 60 милярд доллардин артуқ мәбләғ салған. Әмма бу қурулуш түри бәлуҗистан хәлқиниң қаршилиқиға учрап, бу қурулуш түригә қатнишиватқан хитай пуқралири вә әслиһәлири “бәлуҗистан азадлиқ армийәси” ниң һуҗум нишан болуп кәлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.