Балуч паалийәтчилири лондонда “хитай-пакистан һәмкарлиқи” ға қарши намайиш қилди
2016.10.31
“һиндистан вақти” гезитиниң хәвиригә қариғанда 31-өктәбир күни “һөр балучистан һәрикити” паалийәтчилири лондондики хитай әлчиханиси алдида бир һәптә давам қилидиған җим олтурувелиш һәрикитини башлиған.
Хәвәрдә ейтилишичә, пакистанниң балучистан райони хитай билән пакистанниң 46 милярд америка доллирилиқ иқтисадий һәмкарлиқни асас қилған “хитай-пакистан иқтисадий каридори” қурулушидики муһим район икән. Мәзкур қурулуш қәшқәр билән пакистанниң гвадар портини бир-биригә бағлайдиған болуп, бу қурулуш 2015-йили башланған һәмдә кәшмир вә балучистан тәвәсидә давам қилмақта икән.
Лондондики намайишқа иштирак қилған балуч паалийәтчилири “мәзкур қурулуш балучистан хәлқиниң арзусиға хилап һалда башланған. Хитай гвадарда пәйда болғандин буян йәрлик балуч хәлқи өз йезилиридин қоғлиниватиду” дәп шикайәт қилған. Мәлум болушичә, бу қетимқи намайиш 6-ноябир күни ахирлишидикән.









