Пакистан йеңи һөкүмитиниң хитай билән һәмкарлиқи йеңи басқучқа қәдәм қойған
2024.05.15
Пакистанниң муавин баш министири қошумчә ташқи ишлар министири муһәммәд исһақ дар 5-айниң 15-күни хитайға зиярәткә келип, хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән көрүшкәндә, пакистанниң “хитай-пакистан иқтисад каридори” ни йәниму гүлләндүрүш, йеңи техника, сүний әқил саһәсидә хитай билән техиму илгириләп һәмкарлишиш арзуси барлиқини билдүргән.
Хитай “йәр шари вақит гезити” дә елан қилинған бу хәвәрдә йәнә, пакистан пилан-тәрәққият, алаһидә қурулуш министири еһсан иқбалниң хитай мухбири билән өткүзгән сөһбити берилгән болуп, еһсан иқбал “хитай-пакистан иқтисад каридори” ниң 10 йиллиқини тәбрикләйдиғанлиқини, әмди бу қурулушниң иккинчи басқучлуқ тәрәққиятини илгири сүрүш үчүн һәр вақит һазир икәнликини, биринчи басқучлуқ қурулуштила униң пакистанниң иқтисадиға ғайәт зор ярдими болғанлиқини билдүргән.
“хитай-пакистан иқтисад каридори” хитайниң “бир бәлбағ бир йол” қурулушиниң бир қисми болуп, қәшқәрдин пакистанға тутишидиған ташйол вә төмүр йол қурулушиға хитай ғайәт зор мәбләғ салғаниди. Қәшқәрниң алаһидә иқтисадий район вә саяһәтчилик мәркизи болушидиму бу иқтисад каридориниң бәлгилик тәсири болғанлиқи мәлум.
Еһсан иқбал хитай мухбириға бәргән җавабида йәнә, хитайниң кәлгүсидә 4-әвлад йеңи санаәт инқилабиға, болупму сүний әқил техникиси вә рәқәмлик иқтисад саһәсигә йетәкчилик қилидиғанлиқини, пакистанниңму униңдин мәнпәәт елишни арзу қилидиғанлиқини, алий маарип саһәсидиму хитай билән һәмкарлишип, хитайға көпләп оқуғучи әвәтиш пиланиниң барлиқини билдүргән.
Пакистанниң хитай билән давамлиқ һәмкарлишиши, җүмлидин қәшқәрдин өтидиған “хитай-пакистан иқтисад каридори” ни илгириләп тәрәққий қилдурмақчи болуши қәшқәрниң кәлгүсигә тәсир көрситиши мумкин дәп пәрәз қилинмақта. Шуниң билән биргә, хитай һөкүмити исламни хитайчилаштуруш сияситини күчәп давам қиливатқан болуп, мусулманлар дунясидин һеч сада кәлмигән әһвалда, бир яқтин иқтисадни қорал қилип, пакистанға охшаш ислам дөләтлирини чаңгилиға елишқа урунуватқанлиқи көрүлмәктә икән.