Палав пирезиденти қайта сайланғандин кейин хитайни қаттиқ әйиблигән
2024.11.13
Хитайниң җәнуби деңиздики кеңәймичилики тинч окяндики арал дөләтлириниму биарам қилишқа башлиған. Палав пирезиденти сурангил виппис (Surangel Whipps) тинч окяндики арал дөлити болған палав җумһурийитиниң пирезиденти болуп қайта сайланғандин кейин хитайни қаттиқ әйиблигән.
“әлҗәзирә” қанилиниң 13-ноябир елан қилған хәвиридин мәлум болушичә, палав пирезиденти сурангил виппис хитайниң филиппин қатарлиқ дөләтләрдинму өтүп, өз тәвәликигә кириватқанлиқини әйибләп: “хитайниң тәкшүрүш кемилири деңиз тәвәликимизгә тохтимай кириватиду, улар бизниң игилик һоқуқимиз вә чеграйимизға һөрмәт қилмай кәлди” дегән. Униң билдүрүшичә, хитай даирилири палавға тәвә деңиз астидики икки тағ тизмисиға хитайчә нам бәргән болуп, бу әмәлийәттә ашкара иғвагәрчилик һесаблинидикән.
Хәвәрдә ейтилишичә, сурангил виппис илгири америка армийәсиниң бу аралда турушини мудапиә үчүн пайдилиқ дәп қариған һәмдә хәвпсизлик җәһәттин америка билән һәмкарлишип кәлгән. Хитайниң тәйвән боғузидики һәрбий маневири көпәйгәндин кейин, америка армийәси бу аралда йирақтин сезидиған радар понкити қурған.
Палав җумһурийити тәйвәнниң мустәқиллиқини етирап қилидиған бир қанчә дөләтниң бири болуп, шу сәвәбтин хитай бу дөләтни саяһәтчиләр бармайдиған қара тизимликкә киргүзүп, униң саяһәтчилик киримини азайтивәткән. Һалбуки, палавниң қайта сайланған пирезиденти сурангил виппис бу қетим хитайға кәскин инкас қайтуруп қаттиқ әйиблигән.