Пирезидент доналд трамп панама қанилини хитайдин қайтурувалидиғанлиқини тәкитлиди
2025.03.05
Америка пирезиденти доналд трамп 4-март күни америка дөләт мәҗлисидә қилған сөзидә, таможна беҗи арқилиқ американиң һәққини қайтурувалидиғанлиқи һәмдә америкилиқларниң земини вә хизмәт орнини қоғдайдиғанлиқини билдүрди.
Америка һөкүмити канада билән мексикаға 25 пирсәнт таможна беҗи қойғандин кейин, хитайға қойған таможна беҗини йигирмә пирсәнткә чиқарған болуп, шуниң билән 2018-йилдин буян хитайға қойған таможна беҗи җәмий 45 пирсәнткә йәткән. Хитай ташқи ишлар министирлиқи буниңға инкас қайтуруп: “хитай хәлқи буниңдин қорқуп қалмайду” дегән.
BBC Ниң 5-феврал бәргән бир хәвиридә, хитайниң америка билән һәр қандақ шәкилдики “уруш” қа тәйяр икәнлики, америкадин өч елиш үчүн американиң деһқанчилиқ мәһсулатлиридин 10 пирсәнттин 15 пирсәнткичә таможна беҗи алидиғанлиқи қәйт қилинған.
Пирезидент трамп йәнә дөләт мәҗлисидә қилған сөзидә, панама қанилини хитайниң қолидин қайтурувалидиғанлиқини тәкитләп: “бу қанал картер һөкүмити тәрипидин бәк әрзан бериветилди, әмма келишимгә хилаплиқ қилинди. Биз бу қанални хитайға әмәс, панамаға бәрдуқ, әмди уни қайтуруп алимиз” деди.
Хәвәрләрдин мәлум болушичә, илгири панама қанилиниң тиҗарәт һоқуқини хитайниң хоңкоңдики бир ширкити башқуруп келиватқан болуп, нөвәттә уни американиң қараташ (BlackRock)малийә гуруһи өткүзүвалмақчи болған.
Пирезидент трамп сөзидә йәнә, хитайниң америкаға киргүзүватқан фентанил зәһәрлик буюмлириниң америкадики аилиләрни вәйран қиливатқанлиқини, канада вә мексика қатарлиқ дөләтләрниң буниңға йол бериватқанлиқини әскәртип, америкалиқларниң һаятиға вә мәнпәәтигә зиян салидиған һәр қандақ тиҗарәт вә униңға йол қойған дөләткә қаттиқ чарә қоллинидиғанлиқини билдүргән.