Уйғур дияридики “пәвқуладдә” әмәлдар алмаштуруш диққәт қозғиди
2021.06.08
Хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики сиясий бастуруш һәрикәтлирини америка башчилиқидики бир қисим дөләтләр “ирқий қирғинчилиқ” дәп тәнқидләватқанда уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң юқири қатлимидики “пәвқуладдә” әмәлдар йәңгүшләш һадисиси диққәт қозғиди.
Хитай һөкүмити башқурушидики “тәңритағ тори” ниң 8-июндики хәвиридә ейтилишичә, уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң җав чоңҗю вә җаң чүнлин исимлик икки муавин рәиси “истепа бәргән”, уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи болса уларниң истепанамисини “қобул қилған.”
“шинҗаң гезити” ниң 7-июндики хәвиридә ейтилишичә, җеҗяң өлкисиниң муавин өлкә башлиқи, қошумчә венҗу шәһәрлик парткомниң секретари чен вейҗүн шу күни уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң муавин рәиси болуп тәйинләнгән. “сина хәвәрлири” ниң бу һәқтики хәвиридә ейтилишичә, чен вейҗүн изчил “сиясий сапаси юқири, ‛төтни тонуш‚ қариши юқири, байриқи рошән, зор сиясий мәсилиләрдә баш секретар ши җинпиң вә партийә мәркизий комитети билән йүксәк бирдәкликни сақлиялайду” дегәндәк хизмәт баһасиға еришип кәлгән икән. Хәвәрдә ейтилишичә, нөвәттә уйғур аптоном районида бир баш рәис, 11 муавин рәис бар икән. Бу 11 кишиниң йәттә нәпири хитай икән.
Америкадики уйғур анализчилардин елшат һәсән бу һәқтә пикир қилип “хитай һөкүмити өзлириниң шәрқий түркистандики һөкүмранлиқ қурулмисини һәрқачан өзлириниң мәнпәәти вә пайдиси үчүн тәңшәп кәлгән. Бу хилдики әмәлдар алмаштурушниң кәйнидә һәрқачан ташқи дунядин сир тутулидиған көп ишлар болиду” деди.