Қамақтики милйонлиған уйғур вә пәйғәмбәрниң рәсими

Мухбиримиз әзиз
2020.11.17

Йеқинқи бир айдин буян дуняниң һәрқайси җайлиридики мусулманлар җамаити франсийә президенти емманюл макронниң “мусулманларниң муһәммәд әләйһисаламниң картон рәсими үчүн ғәзәпләнгәнликини тоғра чүшинимән. Әмма буниңлиқ билән бу рәсимни оқуғучиларға көрсәткән бир оқутқучиниң каллисини кесиштәк қәбиһ қилмишни ақлиғили болмайду,” дегән сөзидин нарази болуп, франсийәгә қарши намайиш қиливатқанлиқи мәлум. 16-Ноябир күни франсийәдики уйғур паалийәтчиләрдин дилнур рәйһан “дуня” гезитидә обзор елан қилип: “милйонлиған уйғурниң җени ашу рәсимләргиму йәтмәмду?” дәп соал қойған.

Аптор мақалисида “оқутқучиниң каллисини елиш” вәқәсини франсийәдики мусулманларла әмәс, дуняниң башқа җайлиридики милйонлиған мусулманларниңму әйибләватқанлиқини, шундақла ислам дининиң һечқачан бундақ қәбиһликни тәрғиб қилмайдиғанлиқини тәкитләйду. Шуниң билән биргә “пәйғәмбәрниң рәсимини көрситиш” вәқәсидин шунчә “ғәзәп” кә кәлгән мусулманлар дунясиниң нөвәттә ирқий қирғинчилиқ қиливатқан, милйонларчә уйғурни лагерға қамап қийнаватқан хитай һөкүмитигә “ғәзәп қилмаслиқи” ға болған һәйранлиқини ипадиләйду. Шуниңдәк бирләшкән дөләтләр тәшкилатида хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастуруш қилмишини қоллиған 50 нәччә дөләтниң йерими ислам дөләтлири икәнликини әскәртиду.

Мәлум болушичә, муһаҗирәттики бир қисим анализчилар мусулманлар дунясида йеқиндин буян әвҗ еливатқан “франсийә маллирини байқут қилиш”, “франсийәгә болған нәпритини ипадиләш” намайишлирини тәнқидләп: “бу бәҗайики ‛чивин қонса ғиңшийсән, калтәк тәгсә җим‚ дегәнниң нәқ өзи болмақта,” дейишмәктә икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.