Пәйзиват наһийисиниң ғолтоғрақ йезиси“нуқтилиқ шәхсләр” ни ахтурған

Мухбиримиз әркин
2013.05.10

Пәйзиват наһийисиниң ғолтоғрақ йезилиқ партком 26 - апрелдин башлап, мәзкур йеза қармиқидики аталмиш әминсиз район, көчмә нопус вә нуқтилиқ шәхсләрни кәң көләмлик ахтуруш һәрикити елип барған.

Хитай ахбарат васитилириниң ашкарилишичә, бу җәрянда17 кәнт вә 850 киши тәкшүрүлүп, яқа юртлуқ 112 киши тазиланған, аталмиш гуманлиқ 264 киши сорақ қилинған, 15 диний китаб, бир қол язма, 8 аталмиш қанунсиз диний рәсим вә бир компютер қолға чүшкән.

Бирақ, хәвәрдә, 112 яқа юртлуқ кишиниң немә үчүн “тазиланғанлиқи”, компютер, диний китаб, рәсим, қол язма қатарлиқ буюмларниң йиғивелиниш сәвәби һәққидә һечқандақ учур бәрмигән.

Ғолтоғрақ йезисиниң бу һәрикити 23 - апрел “сериқбуя вәқәси” йүз берип бир нәччә күндин кейин башланғанлиқи диққәт қозғиди.

Хитай һөкүмити “сериқбуя вәқәси” ни “террорлуқ” дегән болсиму, бирақ бу вәқә зор ғулғула қозғап, хитайниң уйғурларға қаратқан сиясити тәнқидкә учриған.

Ғолтоғрақ йезилиқ партком 26 - апрел чақирған партийә йиғинида йезилиқ партком секретари, йеза башлиқи, сиясий қанун секретари, қораллиқ бөлүм башлиқи, диний, әдлийә, аманлиқ ишлириға мәсул кадирлар вә йәрлик сақчи понкити хадимлиридин тәшкил қилинған бир һәйәт қуруп чиққан.

Бирақ, хитай ахбаратиниң хәвәрлиридә, пуқраларниң өйини сотниң рухситисиз бундақ ахтуруш қанунға уйғун яки әмәслики һәққидә тохталмиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.