Әнглийәлик пианиночи билән хитай яшлири арисидики талаш-тартиш күчлүк муназирә қозғиди

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.02.13

Йеқинда әнглийәлик бир пианиночи билән бир түркүм “қизил пачақ” хитай яшлири арисида йүз бәргән талаш-тартиш иҗтимаий таратқуларда кәң тарқилип, хитай коммунистлириниң муттәһәмлики һәққидә күчлүк муназирә қозғиғаниди.

Лондондики сайнт панкулас бекитидә йүз бәргән бу вәқәдә пианиночи бирандон каванаһ (Brendan Kavanagh) пианино челип нәқ мәйдан тарқитиш қиливатқанда хитайниң қизил байриқини көтүрүвалған бир қанчә нәпәр хитай яш уни нәқ мәйдан тарқитишини тохтитишқа қистап, биз екранға чиқип қелишни халимаймиз, дегән һәтта уни ирқчилиқ қилиш билән әйиблигәниди. Уларниң көкәмиликини нәқ мәйданда көрүп олтурғанлар болса буниңдин қаттиқ һәйран қелишқан вә бу вәқә қисқа вақит ичидә пүтүн дуняға кәң тарқилип зор инкас қозғиғаниди.

Америка авази пианиночи брандон әпәндини зиярәт қилип униң билән вәқә һәққидә сөзләшкәндә, у бу вәқәниң өзигә хитай коммунист һөкүмитиниң характери билән тонушуш пурсити яритип бәргәнликини ейтқан вә өзи ғәрб дөләтлиридики барлиқ имканийәтләрдин пайдилинип әркин йүрүватқан бу хитай яшлириниң әксичә бу йәрдә башқиларниң әркинликини боғуш билән шуғуллиниватқанлиқидин қаттиқ йиргәнгәнликини билдүргән.

Брандон әпәнди һазир хитайниң тәйвән мәсилисидики позитсийәси вә һәмдә униң кишилик һоқуққа қиливатқан дәпсәндичиликини қаттиқ тәнқид қилғучиға айланған болуп, у бу һәқтә тохталғанда әскәртип “мениң дәрдим хитайлар әмәс, бәлки хитай компартийәси. Бу бир мустәбит һакимийәткә қарши туруш мәсилисидур” дегән.

У йәнә өзиниң әнглийәдә өзини йошуруп қоллиған бирақ аилиси хитайда болғанлиқи үчүн ашу кичиккинә қоллинишиниму йошурун һалда көрситишкә мәҗбур болған хитай оқуғучилар барлиқини, уларниң һалиға қарап хитай компартийәсиниң қанчилик мустәбитликини чүшәнгәнликини дегән. У йәнә бу оқуғучиларниң өзигә “қизил пачақ” дегән гәпни өгитип қойғанлиқини дәп, “мән ғәрбтә яшап туруп, бу йәрдә коммунист һакимийитиниң байрақдарлиқини қиливатқан бу қизил пачақ икки йүзлимичиләргә қарши туримән” дегән.

Пианиночи брандон йәнә, бу кишиләрниң лондонда хитайниң қанунини иҗра қилмақчи болуватқанлиқини әскәртип, буниң дөләт һалқиған зулум дәп атилидиғанлиқини вә буниңға йол қоюшқа болмайдиғанлиқини тәкитлигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.