Сабиқ америка ташқи ишлар министири помпео өзиниң 2024-йилдики президентлиқ сайлимиға тәйяр икәнликини ейтқан

Мухбиримиз әркин
2022.07.18

2021-Йили 1-айда, американиң сабиқ трамп һөкүмити һоқуқни президент байденға өткүзүп бериштин бир күн аввал, хитайниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ қилғанлиқини елан қилған сабиқ америка ташқи ишлар министири майк помпео, американиң 2024-йилдики президентлиқ сайлимида намзат болушқа тәйяр икәнликини билдүргән. Мәлум болушичә, әгәр майк помпео һәқиқәтән өзини намзатлиққа көрсәтсә, у сабиқ президент трамп билән җумһурийәтчиләрниң президент намзатлиқини талишидикән.

Буниң алдида сабиқ президент трамп өзинииң 2024-йилдики сайламда җумһурийәтчиләрдин қайта намзат болидиғанлиқи вә сайламда утуп чиқидиғанлиқини ейтқан. Лекин помпео трампниң өзини қайта намзатлиққа көрситиши, униң президентлиқни талишиш қарариға тәсир көрсәтмәйдиғанлиқини билдүргән.

Әнглийә “таймиз” гезитиниң ашкарилишичә, майк помпео әнглийәгә қилған йеқинқи бир зияритидә “таймиз” гезитигә өзиниң намзатлиққа тәйяр икәнлики, трампниң 2024-йилдики сайламда қайта президентлиқни талишидиғанлиқини елан қилиши, униң президентлиққа намзат болуш қарариға тәсир қилмайдиғанлиқини билдүргән.

58 яшлиқ майк помпео хитайниң уйғурларға қарита кәң көләмлик тутқун елип берип, милйонлиған кишини лагер, түрмиләргә қамиған, мәҗбурий әмгәккә салған, аилиләрни парчилиған, уйғур аяллирини туғмас қилип, уйғур нопусиниң азийип кетишини кәлтүрүп чиқарған ачқучлуқ бир вақитта вәзипигә өтигән. У ташқи ишлар министирлиқ вәзиписини өтигән 2018-йилдин 2021-йилғичә болған 3 йил җәрянида уйғурлар мәсилиси америка ташқи сиясити вә американиң хитай билән болған мунасивәтлиридики муһим амилға айланған. У йәнә б д т да уйғурлар тоғрилиқ йиғин чақирған, чәтәлләр билән болған учришишлирида уйғурлар мәсилисини изчил оттуриға қоюп кәлгән тунҗи америка ташқи министири болған. Мәлум болушичә, майк помпео һәм америка мәркизи истихбарат идарисиниң башлиқи һәм ташқи ишлар министирлиқиниң министирлиқ вәзиписини өтигән тунҗи киши икән. Помпео 2017-йилдин 2018-йилғичә мәркизи истихбарат идарисиниң башлиқлиқ вәзиписини атқурғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.