Хитайниң америкадики әлчиханиси майк помпейониң сөзлиригә наразилиқ билдүргән

Мухбиримиз җәвлан
2022.10.05

Хитай һөкүмити америка ташқий ишлар министирлиқиниң сабиқ министери майк помпейониң хитай компартийәсигә қарши авазини өчүрүшкә урунған.

Майк помпейо өткән айда худсон институти уюштурған бир сөһбәттә, хитай компартийәсиниң 1 милярд 400 милйон хитай пуқрасиға вәкиллик қилалмайдиғанлиқини сөзлигәндин кейин, хитайниң америкада турушлуқ әлчиханиси йеқинда ходсун институтиға хәт йезип, майк помпейониң “хитай компартийәсини қарилиғанлиқи” ға наразилиқ билдүргән.

Хитай әлчиханиси бу хетидә “хитай хәлқиниң тарихта хитай компартийәсини таллиғанлиқини вә уни қәтий һемайә қилидиғанлиқини, харвард университети елип барған рай синашта 90 пирсәнт хитай пуқрасиниң хитай компартийәсидин рази икәнликини испатлиғанлиқи” ни билдүргән.

Майк помпейо бу хәтни өзиниң иҗтимаий алақә бетигә чиқарған вә “хитай компартийәси мени һәқ гәп қилиштин тосимақчи бопту. Уларниң бу ғәризи әмәлгә ашмайду” дегән.

Худсон институтиниң башлиқи җон валтер John Walter)) му хитай әлчиханисиниң бу хетини рәт қилип йоллиған тиветида мундақ дегән: “ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқан хитай компартийәси өз пуқралирини бастуридиған залимға, әркин дуня инсанлириниң дүшминигә айланди. Хитай пуқралири вә америка пуқралириму буни билиши керәк”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.