Майк помпейо билән NATO баш катипи халифәкс хәвпсизлик муһакимә мунбиридә хитай һәққидә пикир баян қилди

Мухбиримиз җәвлан
2020.11.23

“америка авази” ториниң 22-ноябир хәвәр қилишичә, америка ташқи ишлар министири майк помпейо вә шималий атлантик әһди тәшкилатиниң баш катипи җенс столнберг халифәкс хәлқара хәвпсизлик муһакимә йиғинида хитайниң қара нийити, истратегийәси вә дуняниң униңға қандақ тақабил туруши мәсилиси һәққидә пикир баян қилған.

Майк помпейониң хитай коммунист һакимийитиниң тәһдитигә қарши мәйдани йәнила мустәһкәм болуп, бу йиғинда мундақ дегән: “коммунист хитай һөкүмити дуняниң һәр қайси җайлиридики демократик әлләр қәдирләйдиған түзүлмә, асас вә қиммәт қарашлириға ғайәт зор хәвп елип кәлди.”

Йиғинда майк помпейониң хитайға қарши күчлүк позитсийәсигә селиштурғанда, җенс столинбергниң позитсийәси юмшақрақ болған. У мундақ дегән: “хитай дүшмән әмәс, хитайниң қәд көтүрүши шималий атлантик әһди тәшкилатини муһим орунға көтүриду. Әң муһими, явропадики дөләтләр иттипақлишиши керәк.”

Халифәкс хәлқара хәвпсизлик муһакимә мунбири һәр йили канадада өткүзүлүп келиватқан хәлқара бихәтәрлик муһакимә йиғини болуп, униңға юқири дәриҗилик сиясийонлар, дипломатлар, һәрбий әмәлдарлар вә уларни һемайә қилғучилар қатнишидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.