Майк помпейо уйғурлар мәсилисидә хитайни йәнә бир қетим кәскин әйиблиди
Америка ташқи ишлар министири майк помпейо йәнә бир қетим хитай һөкүмитини кәскин тәнқидләп, уларниң уйғурлардики барлиқ диний етиқад әркинликини чәклигәнликини, шуниңдәк милйонларчә уйғурни лагерларға қамиғанлиқини "натсистларниң әйни вақитта йәһудийларни қирғин қилғанлиқиға охшаш қилмиш" деди.
У бу сөзни 14-декабирда өткүзүлгән "ойған америка" темисидики телевизийә зияритидә қилған болуп, хитай һөкүмитиниң милйонларчә уйғурни лагерға қамиши елип кәлгән иҗтимаий вәйранчилиқни 1930-йиллардин буян дуня көрүп бақмиғанлиқини алаһидә тәкитлигән. Шуниңдәк хитай һөкүмитиниң вирусни баһанә қилип уйғурлардики диний етиқад зиянкәшликини юқури пәллигә чиқарғанлиқини йәнә бир қетим әскәрткән.
Мәлум болушичә, ташқи ишлар министири майк помпейо уйғурлар мәсилисидә хитай һөкүмитини изчил вә әң кәскин ибариләр билән тәнқидләп кәлгән әң юқури дәриҗилик һөкүмәт әмәлдарлириниң бири болуп, униң тәнқидлири хәлқарадики уйғурларни қоллаш чақириқиниң зор тәсир қозғишиға сәвәб болмақтикән.