Майк помпейо: “хитай компартийәси ғәрб демократийәси йүзлиниватқан әң һалқилиқ хәвп”

Мухбиримиз ирадә
2020.01.30

Америка ташқи ишлар министири майк помпейо хитай компартийәсини ғәрб демократийәси йүзлиниватқан “әң һалқилиқ хәвп” дәп көрсәтти.

Фирансийә агентлиқиниң бу һәқтики хәвиридин қариғанда, майк помпейо бу сөзләрни 30-январ күни әнглийә ташқи ишлар министири доминик рааб билән елип барған учришиши давамида қилған.

У сөзидә ғәрб демократик пиринсиплириниң хитайниң тәһдитигә учраватқанлиқини әскәртип “хитай компартийәси һазирқи дәврдики әң һалқилиқ хәвп болуп оттуриға чиқти. Ғәрбтики иттипақдашлар чоқум кейинки әсирниң ғәрбниң демократик принсиплири асасида идарә қилинишиға капаләтлик қилишимиз керәк,” дегән.

Америка һөкүмити әнглийә қатарлиқ явропа дөләтлирини хитай билән учур техникаси саһәсидә һәмкарлашмаслиқ, болупму хуавейниң 5G техникасини ишләтмәслик һәққидә қаттиқ агаһландурған болсиму, әнглийә тәрәп хуавей ширкити билән 5G техникасида “чәклик даиридә” һәмкарлишидиғанлиқини җакарлиған.

Америка ташқи ишлар министири майк помпейо ахбаратқа қилған сөзидә йәнә американиң әнглийә билән кейинки бир әвлад учур техникасиниң бихәтәрлики үчүн һәмкарлишидиғанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.