Америка ташқи ишлар министириниң уйғурлар һәққидики сөзигә хитай етираз билдүргән

Мухбиримиз ирадә
2019.09.03

Хитай, америка ташқи ишлар министири майк помпейониң уйғурлар һәққидә қилған сөзигә етираз билдүргән.

Өткән җүмә күни, америка ташқи ишлар министири майк помпейо тивиттирда уйғурлар һәққидә тохтилип: “хитай һөкүмити шинҗаңдики уйғурларға қаритиватқан зор көләмлик тутқун һәрикитини давам қиливатқан бир пәйттә, райондики мәҗбурий ғайиб қиливетиш һәрикәтлири һәққидиму ишәнчлик доклатлар мәвҗут. Мән бу йәрдә хитай һөкүмитини хәлқаралиқ қанунларға вә хитайниң өз қанунлириғиму хилап болған бу бесим сиясәтлирини тохтитишқа йәнә бир қетим чақиримән” дегән.

3-Сентәбир сәйшәнбә күни, хитай ташқи ишлар баянатчиси гең шуаң күндилик ахбарат елан қилиш йиғинида бу һәқтә тохтилип, америка ташқи ишлар министири майк помпейониң тивиттир арқилиқ хитайни қарилиғанлиқини, өзлириниң америка тәрәпкә рәсмий етираз билдүргәнликини билдүргән.

Майк помпейо йеқинда, американиң “абч” телевизийә қанили тәрипидин уйғур елидики лагерлар һәққидә ишләнгән зор һәҗимлик программида қилған сөзидиму хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йиғивелиш лагерлири қуруп, уйғур мусулманлирини меңә ююшқа дучар қиливатқанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.