Майк помпейо явропа парламентида уйғурлар мәсилисини йәнә бир қетим тилға алди

Американиң ташқи ишлар министири майк помпейо 3-сентәбир күни белгийәниң пайтәхти бирюссел шәһиридә явропа парламентиниң рәиси дейвид сассоли билән көрүшти.

Американиң ташқи ишлар министири майк помпейо 3-сентәбир күни белгийәниң пайтәхти бирюссел шәһиридә явропа парламентиниң рәиси дейвид сассоли билән көрүшти.

Улар сөһбәт җәрянида америка билән явропа парламенти вәкилликидики җайлар оттурисида өзара һәмкарлиқни күчәйтиш тоғрисида сөзләшкән. Америка ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси морган ортагус ханимниң баянатиға қариғанда майк помпейо сөһбәттә “хитай һөкүмити шинҗаңдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң җавабкарлиқини үстигә елиши лазим” дәп алаһидә тәкитлигән.

Ташқи ишлар министири майк помпейо техи йеқиндики тивиттер учурлириниң биридә “хитай һөкүмити шинҗаңдики уйғурларни зор көләмдә қолға елишни давамлаштуриватиду, буниң билән зор көләмлик мәҗбурий ғайип қиливетиш садир болуватиду” дегән иди.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org