Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт даирилири майк помпеййониң уйғурлар һәққидики сөзлирини тәнқид қилди
2019.11.11
Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт 11-ноябир күни баянат елан қилип, америка ташқи ишлар министири майк помпейониң йеқинда қилған уйғурлар һәққидики сөзлирини тәнқид қилған.
Баянатта илгири сүрүшичә, чәтәлдики уйғур паалийәтчиләр вә лагер шаһитлириниң райондики аилә әзалири һечқандақ паракәндичиликкә учримай, нормал яшимақта икән. Бу уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң тунҗи қетим америка ташқи ишлар министириниң сөзлиригә инкас қайтурушидур.
Майк помпейо өткән һәптә хитай һөкүмитиниң чәтәлдики уйғур паалийәтчи вә лагер шаһитлириниң аилә әзалириға паракәндичилик селиватқанлиқи, хитайниң бу қилмишини тохтитиши керәкликини тәкитлигән. Майк помпейо сөзидә америкадики яш уйғур паалийәтчилиридин ферқәт җавдәт, арафат әркин, шундақла лагер шаһити зумрәт давутни алаһидә тилға алған. У хитай даирилириниң бу кишиләрниң аилә әзалириға паракәндичилик селип келиватқанлиқи, зумрәт давутниң дадисиниң бу хил паракәндичиликниң қурбаниға айланғанлиқи, униң йеқинда вапат болғанлиқини алаһидә тәкитлигән иди. Лекин уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт баянатида арафат әркин билән ферқәт җавдәтниң анисиниң лагерға қамалғанлиқи, зумрәт давутниң дадисиниң паракәндичиликкә учрап, вапат болғанлиқини рәт қилған. Әмма арафат әркинниң дадисиниң қамаққа һөкүм қилинғанлиқини етирап қилған. Баянатта әркин турсунниң “зораван террорлуқ һәрикитигә қатнашқанлиқи сәвәблик қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи” илгири сүрүлгән.
Или телевизийә истансисиниң режиссори, тонулған мәдәнийәт паалийәтчиси әркин турсун 2018-йили 3-айда тутқун қилинип, дәрһал кесиветилгән иди. Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң баянатида майк помпейо “диний вә кишилик һоқуқ қалпиқини кийивелип, шинҗаңға қара чаплаш, һәқиқий әһвал бурмиланған асассиз сөзләрни қилиш” билән әйибләнгән. Хитай һөкүмити өзлириниң 3 милйондәк уйғурни лагерларға қамиғанлиқини рәт қилип, кишиләргә қарита радикаллиққа қарши “кәспий тәрбийә” елип бериватқанлиқини тәкитләп кәлди.









