Австралийәдә “уйғур лоңқиси” ни талишиш путбол мусабиқиси өткүзүлгән

Мухбиримиз қутлан
2016.12.24


Австралийә муһаҗирәттики уйғур җамаити көпрәк олтурақлашқан дөләтләрниң бири. Бу әлгә 1970-йилларниң ахирилиридин буян түрлүк сәвәбләр билән вәтәнни тәрк әткән бир қисим уйғур вә башқа қериндаш түркий хәлқләр көчүп келип, тәдриҗий һалда өз җамаитини һасил қилған.

Игилинишичә, австралийәдики уйғур җамаити өзлири қуруп чиққан тәшкилатлириниң йетәкчиликидә муһаҗирәттики уйғур дәваси вә өзлириниң җамаәтлик ишлири үчүн паал һәрикәтләрдә болуп кәлмәктикән.

Австралийәдики уйғурлар яш әвладларниң мәдәнийәт вә тәнтәрбийә паалийәтлирини җанландуруш, уйғур миллий кимликини күчәйтиш мәқситидә 2006-йилидин буян “уйғур лоңқиси” ни талишиш путбол мусабиқисини уюштуруп кәлгән.

Бу йиллиқ “уйғур лоңқиси” ни талишиш путбол мусабиқиси 12-айниң 24-күни австралийәниң мелборн шәһиридә башланған болуп, мусабиқигә сидней, мелборн вә аделайдтики уйғур яш-өсмүрлиридин тәшкилләнгән 3 команда қатнашқан. Мусабиқә 25-декабир күни ахирлишидикән.

Австралийә уйғур  җәмийитиниң рәиси мәмтимин әланиң илгири сүришичә, уйғур яшлириниң өз-ара чүшинишини мәқсәт қилған “уйғур лоңқиси” ни талишиш путбол мусабиқиси австралийәдики уйғур җамаитиниң иҗтимаий һаятидики муһим бир сәһипә болуп кәлмәктикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.