Қарақаш наһийилик парткомға аптомобиллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргән
2016.12.28
Хитай ахбаратиниң хәвәр қилишичә, чаршәнбә күни чүштин кейин үрүмчи вақти саәт 2 дин 50 минут өткәндә хитайниң қарақаш наһийәлик парткоми һуҗумға учриған.
Хәвәрдә дейилишичә, 4 нәпәр һуҗумчи партком қорусиға аптомобил билән бесип киргән вә бомба партлатқан. Хәвәрдә дейилишичә, һуҗумда хитай тәрәптин бир киши өлгән, 3 киши яриланған; һуҗумчилар нәқ мәйданда хитай қораллиқ күчлири тәрипидин етип ташланған. Хитай ахбаратида вәқә гумандарлириниң кимлики, мәқсити вә вәқәниң сәвәби һәққидә һечқандақ мәлумат берилмигән.
Адәттә хитай даирилири өзлиригә қарши елип берилған һәрқандақ бир қаршилиқ һәрикитини террорлуқ билән әйиблимәктә. Уйғур миллий һәрикити рабийә ханим илгирики бу хил вәқәләр һәққидики баянатлирида, “вәқәгә хитай һөкүмитиниң сиясити түрткә болуватқанлиқи, чүнки уйғурларға нисбәтән өз ирадисини тинч йол билән ипадиләшкә һечқандақ бир пурсәт берилмигәнлики” ни илгири сүргән иди.
Хәвәрләрдин мәлум болушичә, бүгүнкиси уйғур районида чен чүәнго тәхткә чиққандин буян йүз бәргәнлики сиртқа ашкарилиған иккинчи чоң қанлиқ вәқәдур. Икки айниң алдида йәни чен чүәнго вәзипә тапшурувелип узун өтмәй, гума наһийилик сақчи идарисиниң муавин башлиқи өй тәкшүрүш давамида гәмидики бир бомба партлап өлгән иди.









