Американиң ярдәмчи ташқий ишлар министири марийә ройс қазақистанда уйғур вә қазақ лагер шаһитлирини қобул қилған

Мухбиримиз әркин
2020.11.30

Американиң ярдәмчи ташқий ишлар министири марийә ройс өткән һәптиниң ахирлири қазақистанни зиярәт қилип, уйғур, қазақ лагер шаһитлирини, тутулған вә ғайип болған тутқунларниң аилә-тавабиатлирини қобул қилған. Американиң қазақистанда турушлуқ әлчиханисиниң 27-ноябир хәвәр қилишичә, марийә ройс шаһитлар вә аилә әзалириниң батурлуқ билән очуқ-ашкара сөзлигәнликигә рәһмәт ейтқан. У буларниң хитай хәлқ җумһурийитиниң аз санлиқ милләтләрни хорлаш сияситиниң һәқиқи қияпитини ечип бәргәнлики, шуниң билән бир вақитта йәнә буниң хитай хәлқ җумһурийитиниң бу хил хорлаш сияситини тохтитиши үчүн хәлқара бесим шәкилләндүрүшкә ярдәм беридиғанлиқини тәкитлигән.

У шаһитлар вә аилә әзалириға мундақ дигән: “биз силәр тәрәптә туруп, хитай һөкүмитини хорлашни дәрһал тохтитишқа, уларни шинҗаңдики түркий хәлқләрниң динға етиқад қилиши вә өз мәдәнийитини қәдирләш һоқуқиға һөрмәт қилишқа чақиримиз. Мән силәрниң кәчмишиңларни аңлап шәрәпләндим. Мән уни өзүм билән елип йүрүп, техиму көп кишиләрниң шинҗаңда йүз бериватқан ишларниң һәқиқий маһийитини чүшиниши үчүн ортақлишимән.”

Қазақистандики америка әлчиханисиниң хәвиридә хитай компартийәсиниң шинҗаңдики уйғурларни асас қилған қазақ вә башқа аз санлиқ милләтләрниң кишилик һоқуқини еғир дәпсәндә қиливатқанлиқи, буниң “мәҗбурий нупус контрол қилиш, мәҗбурий әмгәк, лагерларға халиғанчә қамаш, кәң көләмлик назарәт қилиш, аилиләрни айриветиш, диний вә мәдәнийәт ипадилирини бастуруш қатарлиқ усулларни өз ичигә алидиғанлиқи” тәкитләнгән. Бу юқири дәриҗилик америка әмәлдариниң қазақистан зияритидә 2-қетим лагер шаһитлирини вә тутқунларниң аилә тавабиатлирини қобул қилишидур. Америка ташқий ишлар министири помпейо бу йил 2-айда қазақистанни зиярәт қилғандиму уларни қобул қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.