Қазақистандики русларниң 60%и қазақистандин кетишни халимайду
2016.08.28
Қазақистан мустәқил болған дәсләпки йилларда мәмликәттә русларни өз ичигә алған бир қисим аһалиларниң башқа мәмликәтләргә кетиш долқуни қозғилип, 1991 - 1998 - йиллири арисида икки йерим милйон аһалә қазақистандин кәткән болса, 1999 - йилларниң ахиридин башлап, қазақистандин кетиш әһвали азлиған.
“365инфо.К з” торида елан қилинған бир парчә анализ мақалисидә көрситилишичә, қазақистандики иҗтимаий вә сиясий тәтқиқат мәркизи - “истратегийә”ниң тәтқиқатчиси олга симакова рус аһалисиниң райини синаш нәтиҗисидә, 60% тин артуқ рус аһалисиниң һеч йәргә кетишни халимайдиғанлиқини ениқлап чиққан.
Қазақистан йеңи мустәқил болғанда руслар, украинлар вә башқиларниң кетиш әһвали юқири болуп, кейинки бәш йилда қазақистандин кәткән русларниң сани 104 миңға йетип, уларниң кетиш әһвали дәсләпки йилдикидин азлиған. Әмма, йәнила 40% адәм көчүшни халайдиғанлиқини билдүргән.
Совет иттипақи йимирилип, оттура асия җумһурийәтлири мустәқил болғанда, бу җумһурийәтләрдики руслар, украинлар, германлар вә башқа явропа ирқиға мәнсуп аһалиларниң русийә һәм башқа дөләтләргә кетиш әһвали юқири болған иди. Оттура асия мәмликәтлири ичидә қазақистан рус аһалиси әң көп җайлашқан дөләт болуп, қазақларниң мәмликәттики нисбити һазирқидәк юқири әмәс иди. Һазир, қазақларниң нисбити 63% кә йетип, русларниң нисбити төвәнләп, 23 % чүшкән.